
Муқәддәс Роһниң чүшүши
Муқәддәс Китап, Әлчиләрниң Паалийәтлириниң китави, 2 бап, 1-41 айәтләр
Ибадәтханиниң алдидики мәйданда сан-санақсиз хәлиқ топлишип туратти. Бу күни йәһудийлар Һосул жиғиш мәйримини нишанлиғачқа, Йерусалимда нурғунлиған сәяһәтчиләр жиғилған еди. Бу һейт Өтүп кетиш һейтидин әллик күн өткәндин кейин болатти.
Бир өйниң йоған бөлмисидә Әйса билән достлашқан барлиқ адәмләр жиғилди. Улар дуа қилип бир-бири билән сөһбәтлишивататти. Туюқсиз һавада қаттиқ шамалға охшаш бир ғәлитә аваз аңланди. Бу аваз улғийип пүтүн бөлмини толтарди.
Андин нурғунлиған от ялқунидәк бир нәрсиләр пәйда болуп адәмләрниң бешиға чүшүшкә башлиди. Әмәлиятта бу от әмәс, бәлки Муқәддәс Роһниң аламити еди.
Лекин бу аламәттики алаһидә иш көрүнүш өзи әмәс, бәлки адәмләрниң қәлбидә немә болғанлиғи болған. Дәл шу чағда улар хошаллиқ һис қилип жуқури авазда Худани мәдһийиләшкә башлиди. Шу чағда улар Худаниң уларни қанчилик берикәтлигинини, Әйсаниң қанчилик яхши нәрсиләрни дегәнлиги билән қилғанлиғини көрүп, улар Уни көрәлмисиму Униң һозурини һис қилатти. Әлчиләр Худаға рәхимитини ейтип, чәксиз хошал болуп, дуаларни қилип Худани мәдһийә нахшилири билән мәдһийиләшти.
Бираз вақиттин кейин улар өзлириниң Худани ана тилида вә өзлири билмәйдиған тилларда мәдһийләватқанлиғини байқиди. Бу тилларни болса пәқәт әлчиләр өзлирила әмәс, бәлки башқа шәһәрләр билән дөләтләрдин кәлгән адәмләрму чүшинәтти. Римлиқлар латин тилини, греклар грек тилини, перслар перс тилини, әрәпләр әрәп тилини, африкилиқлар болса өзлириниң ана тилини аңлатти.
Улар бу бир мөҗүзә болуши керәк дәп қорқушуп кәтти. Бәзиләр болса күлүшүп:
- Булар убданла мәс болуп қапту! – дейишти.
Шу чағда бир әлчи егиз бир йәргә чиқип қолини көтирип башқиларға җим турушқа қоли билән бәлгү көрсәтти. Бу Петрус еди.
- Йәһудий әр кишилири вә жирақтин кәлгәнләр, мениң сөзлиримни тиңшаңлар! – башлиди у тәлимини. – Бу кишиләр силәр ойлиғандәк мәс әмәс, һазир техи әтигәнлик вақит. Бурун Йоел пәйғәмбәр бүгүн болған ишларни алдин-ала ейтқан. Шуниң билән биз Муқәддәс Роһни қобул қилдуқ. Ахирқи бирнәччә һәптә бойи Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилған нурғун ишлар йүз бәрди. Бүгүн йүз бәргән иш болса Муқәддәс Роһниң ишәнгүчиләргә чүшишидур. Насирәлик Әйса билән болған барлиқ ишларни қедимий замандики пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан. У нурғун мөҗүзиләрни яритиш арқилиқ Өзиниң Худаниң Оғли екәнлигини дәлиллиди. Лекин буниңға қаримай, силәр римлиқларниң ярдими билән Әйсани чапрас яғачта миқлидиңлар. Амма Худа Уни тирилдүрди.
Биз буниңға ишинимиз, сәвәви биз бу ишларниң гувачилири болдуқ. Биз Әйса җазаланғандин кейин Уни өз көзүмиз билән көрдуқ, вә Униң тирик екәнлигини билимиз. Биз шундақла У асманға көтирилгәндә Униң билән биллә болдуқ. Әнди У бизгә Муқәддәс Роһни әвәтти. Һәммиңлар билиңлар: Худа Әйсани һәмминиң Рәбби қилди!
Бу сөзләрни аңлиған көплигән адәмләр бу адәм арқилиқ Худаниң сөзлигәнлигини байқиди. Улар бу әлчиниң сөзлириниң раст екәнлигинидин гуманланматти, шуңа улар бу тәлимдин чоңқур тәсирләнди.
- Ундақта биз әнди немә қилишимиз керәк? – сорашти улар Петрустин.
- Товва қилиңлар, вә һәрбириңлар суға чөмүлдүрүлүңлар. Буниң арқилиқ силәр Худаниң ярдими билән йеңи һаят яшашни халайдиғанлиғиңларни көрситисиләр, - дәп җавап бәрди у, - шу чағда силәрму Муқәддәс Роһниң соғисини қобул қилисиләр. Немишкә десәңлар, пәйғәмбәрләр ейтқан сөзләрниң силәргиму мунасивити бар.
Петрусниң тәлимини миңлиған адәмләр тиңшиди вә шу күни тәхминән үч миңчә адәм суға чөмүлдүрүлди. Уларниң һәммиси Әйса Мәсиһниң Хуш хәвирини хошаллиқ билән қобул қилди.
Шундақ қилип Әллигинчи күни, Муқәддәс Роһ чүшкәндә биринчи Җамаәт һасил болди.
Сөһбәт үчүн соаллар
4 соалӘлчиләрниң Муқәддәс Роһни қобул қилғанлиғини қандақ нәрсә ениқ көрсәтти?
Петрус тәлим бәргәндә немә тоғрилиқ ейтти?
Шу күни қанчә адәм чөмүлдүрүшни қобул қилди? Улар немишкә бундақ қилди?
Қайси һейт Җамаәтниң туғулған күни болуп һесаплиниду?