
Әйса Мәсиһни дәп һаятини қурван қилған биринчи адәм
Муқәддәс Китап, Әлчиләрниң Паалийәтлири китави, 6, 7 баплар
Йерусалим Җамаити өсүп бир нәччә миң адәмгә йәткән еди. Әлчиләр муһтаҗларға қараш үчүн нурғун вақтини сәрип қилған. Шуниң үчүн улар бу ишларни қилиш үчүн алаһидә адәмләрни таллаш керәк дәп ойлиди. Бу адәмләр диаконлар дәп атилатти. Диаконлар пәқәтла кәмбәғәлләргила қарап қалмай, бәлки йәнә тәлим берәтти.
Уларниң бири Истипан болған. У Муқәддәс Роһниң қудритигә толуп нурғунлиған адәмләрни товва қилишқа йетәкләп, Рәб Әйсаниң намида нурғунлиған мөҗүзиләрни яратти. Буни көргән нурғунлиған йәһудийлар көрәлмәслик қилип дәрғәзәпкә толди.
Буниң нәтиҗисидә Истипанға синедрионниң алдида җавап беришкә тоғра кәлди. Синедрион дегән шу замандики йәһудий соти болған.
Униң сөзлири тәлимгә охшатти. Бешида уни аңлап турғанлар униң сөзлиридә бирәр хата нәрсини тапалмиди, сәвәви у пәқәт Худа билән Униң хәлқи Исраилниң арисидики мунасивәт тоғрисида сөзләп келивататти. Лекин кейин Истипан уларға тәнбиһ беришкә башлиди:
- Силәр тәрса вә қулиғиңлар аңлимиғачқа, Худаниң Сөзини чүшәнмәйсиләр! Худди силәрниң әҗдатлириңлар барлиқ пәйғәмбәрләрни қобул қилмиғандәк, силәрму Әйсани қобул қилмидиңлар.
Андин Истипан асманға қарап мундақ деди:
- Худа мениң көзлиримни ачти, шуңа мән асманда Худани вә Униң йенида турған Әйсани көрүватимән.
Синедрионниң әзалири бу сөзләрни аңлиғандин кейин башқа ғәзивини туталмиди. Улар орнидин сәкрәп туруп Истипанға есилип, уни иштирип вә уруп шәһәрниң сиртиға чиқарди. У йәрдә улар уни қоршавелип уни таш етип өлтүрмәкчи болди. Қатиқ яридар болған Истипан мундақ дәп дуа қилди:
- Рәб Әйса, мени Өзәңниң қешиңға қобул қилғайсән!
Ташлар униңға шунчилик қаттик тәгкәчкә, у тизлинип олтирип қалди.
Андин у жуқури авазда:
- Рәббим! Бу адәмләрни қилған гунайи үчүн җазалимиғайсән! – деди.
Әйса миқланғанда дүшмәнлири үчүн дуа қилғанға охшаш Истипанму охшаш дуа қилиду. Андин у өлүп кетиду.
Истипан биринчи болуп Қутқазғучи вә Рәб Әйсаға ишәнгәнлиги сәвәвидин һаятидин мәһрум болған Әйсаниң шагиртлириниң бири болған.
Сөһбәт үчүн соаллар
4 соалӘлчиләрниң қандақ муһим хизмәткә вақти йәтмиди?
Әлчиләр бу қийинчилиқларни қандақ бир тәрәп қилди?
Истипан ким болған? У немә дәп йәһудийларниң ғәзивини кәлтүрди?
Хәлиқ униңға таш етиватқанда, Истипан немә үчүн дуа қилди?