
Саулниң товва қилиши
Муқәддәс Китап, Әлчиләрниң Паалийәтлири китави, 9 бап, 10-30 айәтләр
Бир адәм Истипанниң өлүмигә интайин хошал еди. Бу адәмниң исми Саул болуп, бу яш жигит Тәврат устази еди. У мәсиһийләргә зиянкәшлик қилатти. Яш мәсиһийләр Җамаитидә муһим роль атқурған Истипанниң өлтүрүлгинидин бу киши интайин хошал болуп жүрәтти. Истипан өлгәндин кейин, ишәнгүчиләр әшәддий зиянкәшликләргә учриди. Саул болса бу зиянкәшликләргә паал қатнашти. У бундақ қилиш арқилиқ Худаға ярдәм қиливатимән дәп ойлатти.
Бир күни Саул Дәмәшқ шәһиригә маңмақчи болди. У йәрдә интайин нурғун мәсиһийләр туратти. У уларни тутқун қилип Йерусалимға әкелип, уларни худди җинайәтчиләргә охшаш түрмигә ташлимақчи болған. У бу ишқа алдин-ала тәйярлиқ қилип алий роһанийдин русхәт алған еди.
У Дәмәшқ шәһиригә йетәй дегәндә, униң һаятини пүтүнләй өзгәртивәткән бир иш йүз бәрди. Туюқсиз бир йоруқ нур уни көрәлмәйдиған қилип қойди. Саул йәргә жиқилип асмандин кәлгән мундақ авазни аңлиди:
- Саул, Саул! Сән немишкә Маңа зиянкәшлик қилисән?
- Сән Ким, Рәббим?
Һелиқи аваз:
- Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйса, - дәп җавап бәрди.
Саул қорқуп кәткинидин Әйсаниң алдида титирәп туратти. Алдида болса у Әйсани сахта пәйғәмбәр вә ялғанчи дәп атиған еди. Шуниң билән Әйсаниң җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилған Саул өзиниң хаталашқанлиғини чүшәнди. Һазир у пәйғәмбәрләр бурун алдин-ала ейтқан Әйсаниң Худаниң Оғли вә Қутқазғучи Мәсиһ екәнлигини чүшәнди.
Әйса униңға йәнә:
- Орнуңдин туруп шәһәргә маң! У йәрдә сениң немә қилишиңни ейтип бериду.
Саул орнидин туруп көзлирини ачқанда, өзиниң қарғу болуп қалғанлиғини билди. Униң билән биллә болған адәмләр уни қолидин тутуп Дәмәшқ шәһиригә йетәкләп барди. У йәрдә болғанда Саулниң үч күн көзи көрмәй, у һечнәрсә йемиди вә ичмиди. Бу вақитта у пәқәт Худаға дуа қилип Униңдин кәчүрүм тилиди. Үч күндин кейин Худа Саулниң алдиға Һанания исимлиқ бир кишини әвәтти. У қоллирини Саулниң үстигә қоюп униң көзлири қайта көрсун дәп Худаға дуа қилди. Саулниң көзлири ечилғанда, у чөмүлдүрүшни қобул қилип мәсиһий Җамаитигә қобул қилинди.
Сөһбәт үчүн соаллар
4 соалСаул Дәмәшқ шәһиригә қандақ ой билән маңған еди?
Ким униңға рухсәт бәрди?
Саул Дәмәшқ шәһиригә йетәй дегәндә, немә болди?
Йолда қарғу болуп қалған Саул немини чүшәнди?