Ишәнч билән чөмүлдүрүшни қобул қилиш

Ишәнч билән чөмүлдүрүшни қобул қилиш

Муқәддәс Китап, Әлчиләрниң Паалийәтлири китави, 8 бап, 26-39 айәт

Һашамәтлик бир ат һарвуси чөлдә кетип баратти. Һарвуда түри африкилиққа охшайдиған яхши кийингән бирси һечнәрсигә көңүл бөлмәй, бир оралма қол язмини оқуп кетип баратти.

Бу киши өзиниң жути Ефиопийәдә даңлиқ баш баҗгир еди. Лекин у буниңға қаримай, өзини бәхитсиз һис қилатти. У мундақ бирмунчә соалларға җавап тапалматти: Мән немә үчүн яшаватимән? Мән өлгәндин кейин немә болиду? Мениң гуналиримни ким кәчүриду? Мени мән қандақ болсамму ким яхши көриду?

Баш баҗгир Худаниң қедийим заманларда Исраил хәлқини биллә болуш үчүн вә уни дурус һаят яшашқа үгитиш үчүн таллавалғанлиғини аңлиған еди. Шуниң үчүн у Йерусалимға берип, ибадәтханида дуа қилип өзи әнсирәйдиған соалларға җавап тепишни халиған. Лекин бу киши исраиллиқ болмиғачқа, униңға ибадәтханиниң ичигә кириш рухсәт қилинматти. У техи нурғунлиған нәрсиләрни чүшинәлмәтти.

Шуңа униң Йерусалимға болған сәпири бекар болмаслиқ үчүн, у қиммәт баһалиқ бир оралма қол язмини сетивалиду. Бу язмида Йәшая пәйғәмбәр узун жиллар бурун ейтқан барлиқ сөзләр йезилған еди.

Бу киши һазир өйигә қайтип кетип баратти. У һарвуда олтирип, пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә асасән, өз ихтияри билән азап чекип өлүп кетидиған бир Адәм тоғрилиқ оқувататти. Бу Адәмгә нурғунлиған адәмләр мәнсүп болатти. «Буниң мәнаси зади қандақту?» - сориди баҗгир. Шу вақитта бирси униңдин:

- Сән немә оқуватқиниңни чүшиниватамсән? – дәп сориди.

Бу Филипп еди. Худа бу әлчигә чөлдики йолға чиқишни ейтқан еди. Шуниң билән Филипп даңлиқ бир кишиниң Йәшая пәйғәмбәрниң китавини үнлүк оқуватқанлиғини аңлиди.

- Мән һечнемини чүшәнмәйватимән, - җавап бәрди ефиопиялик киши. – Әгәр сән билсәң, ундақта биллә маңайли; сән маңа һәммини чүшәндүрүп бәргин.

Филипп һарвуға чиқип униң қешиға олтарди.

- Бу йәрдә пәйғәмбәр ким тоғрилиқ ейтиватиду? – сориди у Филипптин.

- Әйса тоғрилиқ, - дәп җавап бәрди у.

- Әйса? У Ким?

Шу чағда Филипп униңға Әйса тоғрилиқ һәммини сөзләп беришкә башлиди: Униң кесәлләрни сақайтқини, мөҗүзиләрни яратқини, қанчилик адәмләргә ярдәм бәргини, вә шундақла пәрисийләр билән роһанийларниң Уни өч көрүп ахири Уни римлиқлар арқилиқ өлтүргини тоғрилиқ.

- Яман бопту, - ойидикини ейтти һелиқи киши, - мән Униң билән тонушушқа хошал болаттим.

- Сән Униң билән һазирла тонушалайсән! – деди Филипп. – Сәвәви У тирилди!

Әлчи ефиопияликкә шагиртлар көргән барлиқ ишларни сөзләп бәрди: Әйсаниң тирилгини, асманға көтүрүлгини вә Муқәддәс Роһ тоғрилиқ. У шунлақла униңға Әйсаниң шагиртлириниң Униңға мәнсүп екәнлигини көрситиш үчүн чөмүлдүрүлгәнлигини ейтип бәрди.

- Мәнму чөмүлдүрүлүшни халаймән! – деди баш баҗгир һаяҗанлинип.

Филипп униңға:

- Әгәр сән растинла Әйсаға ишәнсәң, мән сени һазирла чөмүлдүримән.

Ефиопиялик киши бешини лиңшитип:

- Әйса Мәсиһниң Худа Оғли екәнлигигә ишинимән! – дәп җавап бериду.

Һарву су бар йәрниң қешидин өтүп барғанда, улар һарвудин чүшти вә Филипп уни чөмүлдүрди.

Бу кишиниң қәлби хошаллиққа толди. У Филиппқа рәхмитини ейтай дегәндә Филипп йоқап кәтти. Лекин шундиму әнди ефиопиялик киши һәрқачан Әйсаниң униң билән болидиғанлиғини билип, йолини хошаллиқ билән давамлаштурди.

Сөһбәт үчүн соаллар

5 соал
  1. Филипп немишкә чөлдики йолда пәйда болди?

  2. Даңлиқ бу киши Йерусалимға қандақ мәхсәт билән барған?

  3. У Муқәддәс Китаптики қайси китапни оқувататти? У Филипптин немини сориди?

  4. Ефиопиялик киши чөмүлдүрүлүштин бурун қандақ гувалиқ қилди?

  5. У немишкә йолини хошаллиқ билән давамлаштурди?

96. Ишәнч билән чөмүлдүрүшни қобул қилиш00:00 / 05:56