
Әйсаниң тутқун қилиниши
Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 22-бап, 47-54 айәтләр
Бағчида бир топ адәмләр көрүнди. Улар от йеқип йолни йорутти. Улар йәнә худди бир қарақчини яки қатилни тутқун қилмақчи болғандәк, қилич-нәйзиләр билән кәлгән еди. Уларниң көпчилиги алий роһанийлар билән пәрисийләрниң хизмәткарлири болған, уларни йетәкләп кәлгән Әйсаниң шагиртлириниң бири Йәһуда еди.
- Силәр кимни издәватисиләр? – сориди Әйса.
- Насирәлик Әйсани, - дәп җавап бәрди бирси.
Йәһуда тутқун қилғучиларға алдин-ала мундақ деди: «Қалаймиқан болмаслиқ үчүн, мән Устазни қарши алғанда сөйүп қойимән. Буниңға қарап силәр Кимни тутқун қилишиңлар керәклигини билисиләр».
Йәһуда аста Әйсаниң алдиға кәлгәндә, Әйса униңға:
- Достум, сән Мени бир сөйүпла Маңа сатқунлуқ қиламсән? – деди.
Бу сөзләрни аңлиған Йәһуданиң қәлбигә пичақ киргәндәк болди, лекин у бәрибир Рәб Әйсани сөйүп қойди. Шу вақитта алий роһанийларниң хизмәткарлири жүгрәп берип Әйсани тутқун қилди.
- Силәр немишә Мени йерим кечидә бу йәрдә тутқун қилмақчисиләр? Мән күндә ибадәтханида болғанда силәр Мени тутқун қилмиғанғу, - деди Әйса вә уларға Өзини бағлашқа йол қойди. У уларға пәқәтла қаршилиқ қилмиди.
Устазиниң тутқун қилинғанлиғини көргән шагиртлар қорқуп кетип қечип кетиду.
Дүшмәнләр Әйсани Йерусалимға елип бариду. У йәрдә У өлүм җазасиға мәһкүм болиду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалШу кечидә Әйса билән шагиртлардин башқа йәнә кимләр Гетсиманә бағчисиға келиду?
Йәһуда Әйсаниң алдиға келип немә қилиду?
Әйса немишкә тутқун қилинғанда қаршилиқ билдүрмиди?