Гадай тул аялниң тәңгиси

Гадай тул аялниң тәңгиси

Муқәддәс Китап, Маркус баян қилған хуш хәвәр, 12-бап, 41-44 айәтләр

Әйса Йерусалимға кәлгәндә шагиртлири билән ибадәтханиниң сиртқи һойлисиға кирди. У йәрдә у сәдиқә жиғилидиған җайниң йенида олтирип, хәлиқниң у йәргә пул селиватқанлиғиға қарап турди. У мундақ нәрсини көрди: бай йәһудийлар башқиларға көз-көз қилип нурғун пул салмақта еди.

Бирдәмдин кейин бир гадай тул аял кирип сандуққа икки тәңгисини салди. Рәб Әйса бу пулниң гадай үчүн қанчилик муһимлиғини билгән. Шуниң билән У шагиртлирини чақирип уларға:

- Бу тул аял башқиларға қариғанда сандуққа көпирәк пул салди. Сәвәви һәммиси өзиниң артуқчилиғидин салди, бу аял болса өзиниң йемәкликкә хәшләйдиған бар пулини салди!

Шагиртлар бу иштин ибрәт алди. Әйса уларға бир нәрсини көрсәтмәкчи болған: Худа қурванлиқниң җиқлиғиға әмәс, бәлки қурванлиқ қилғучиниң қәлбигә қарайду! Уларму кәлгүсидә ишәнгүчиләр Җамаитигә қариғанда, мошундақ қилиши керәк болиду.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Әйса билән шагиртлар ибадәтханиниң сиртқи һойлисида қандақ нәрсини байқап қалди?

  2. Әйса немишкә ибадәтханидики нурғун қурванлиқ қилған адәмләрдин тәсирләнмиди?

  3. Әйса немишкә шагиртлириға гадай тул аялни үлгә қилди?

80. Гадай тул аялниң тәңгиси00:00 / 02:19