Әйса Йерусалимға кириду

Әйса Йерусалимға кириду

Муқәддәс Китап, Мәтта баян қилған хуш хәвәр, 21-бап, 1-11 айәтләр

Өтүп кетиш һейти йеқинлишивататти. Әйса шагиртлири билән Бәйтаниядин Йерсалимға қарап маңған еди. Нурғун хәлиқ уларға әгишип маңди. Буниң алдида Әйса Йерусалимда Уни әшәдий азап-оқубәтләрниң күтүп турғанлиғини нәччә қетим ейтқан еди. Бешида һәммә нәрсә тәнтәнилик меңишқа охшап туратти. Халайиқ хошаллиқта зәйтун шахлири билән Рәбни қарши алмақта еди. Зәйтун шахлири дегән ғалибә вә азатлиқниң символи еди. Демәк, Әйсани қарши алған Йерусалим аһалиси Әйсани уларниң бурунқи арминини әмәлгә ашуриду дәп үмүт қилған. Худа пәйғәмбәрләр арқилиқ вәдә қилған Йәһуда Падишаси Мәсиһ уларни Римлиқларниң қол астидин азат қилиши керәк еди! Насирәлик Әйса бу ролға һәммисидин яхши келәтти!

Рәб Әйса пәқәт халайиқниң немә ойлаватқанлиғинила әмәс, бәлки Муқәддәс Язмиларда неминиң йезилғанлиғиниму биләтти. У йәрдә Худа Захария пәйғәмбәр арқилиқ Әйса тоғрилиқ мундақ дегән: «Мана Падишариңлар келиватиду, У кичик пеиллиқ билән бир ешәккә, тәхәйгә минип, силәрниң йениңларға келиватиду». Әйса Өзиниң Асмандики Атисиниң ирадисини әмәлгә ашурмақчи болуп, шагиртлирини Униңға тәхәйни елип келиш үчүн, уларни йеқин мәлигә әвәтиду. Шагиртлар Әйсаниң буйруғини орунлайду. Улар Әйсаниң алдиға тәхәйни елип келип кийимлирини униң үстигә атиду. Андин Рәб Әйса тәхәйгә миниду. Әйсаға әгишип келиватқанлар:

- Осанна! Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!

Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» - дәп вақиришатти.

Бәзилири шундақла: «Һәмдусана!» дәп вақирашти. Бу «Худани мәдһийиләңлар» дегән мәнани билдүриду.

Бара-бара уларни қарши алғанларму илһамлинип, уларму Худани мундақ дәп мәдһийилиди:

- Әйса, Сән Худа барлиқ адәмләргә ярдәм бериш үчүн әвәткән Адәм!

Шуниң билән хәлиқ дәрәқ шахлирини кесип Әйсани техиму қаттиқ вақирап тәнтәнилик қарши алди:

- Сени мәдһийиләймиз! Сән бизгә Худаниң Әлчиси болуп кәлдиң! Сән бизниң Падишаимиз!

Сән бизгә аманлиқ елип кәлдиң!

Падиша меңиш үчүн йәргә яйидиған узун гиләмниң орниға хәлиқ йәргә өзлириниң кийимлирини салди. Буниң арқилиқ улар Әйсаниң вәдә қилинған Қутқазғучи екәнлигини көрсәтмәкчи болди. Әйса уларниң падишаси болуши керәк болған! Тәнтәнә қиливатқан хәлиққә техиму көп адәмләр қошулди. Қәйәргә қарисаңму хошаллиқ билән күлкә тәбәссүмгә толған адәмләрниң йүзлирини көрәттиң. Улар шадлинип җар селивататти. Лекин хәлиқниң хошаллиғиға ортақ болмиғанму адәмләр бар еди. Тәнтәнә қиливатқан хәлиққә қапақлирини түрүп қараватқан пәрисийләр Әйсаниң алдиға келип мундақ деди:

- Бу ишни тохтат! Әгәр римлиқлар хәлиқниң Сени падиша дәп атавалғанлиғини билсә, Саңа қийин болиду. Улар өзлириниң немә дәп вақирақанлиғини билмәйду. Уларға ейтқин, җим болсун.

- Яқ, - дәп җавап бәрди Әйса, - әгәр улар җим болса, ташлар җар селишқа башлайду. Улар Худаниң мәдһийиләвәрсун!

Лекин шуниң билән биллә Рәб Әйса бир нәрсини биләтти: бүгүн Уни шунчилик чоң авазда улуқлаватқанлар бир нәччә күндин кейин Униңға сатқунлуқ қилип, Уни ташлап кетиду. Улар тезла Уни сөйүшни тохтитип, Униңдин нәпрәтлинип, Уни чапрасқа миқлаветиду.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Хәлиқ Әйсаниң кәйнидин Йерусалимға әгәшкәндә Униңдин қандақ нәрсини үмүт қилди?

  2. Әйса Йерусалимға қандақ кирди?

  3. Әйса үчүн немә муһимирақ болған: падиша болушму яки Өзиниң Атисиниң ирадисини орунлашму (чапраста азаплиниш)? Немишкә?

79. Әйса Йерусалимға кириду00:00 / 05:25