Вәдә қилинған оғул

Вәдә қилинған оғул

Муқәддәс Китап, Аләмниң яритилиши китави, 15; 18:1-22; 21:1-6

Ибраһим билән Сараһ Кәнъан зиминида чедирда яшиған. Уларниң балилири болмиған. Ибраһим билән Сараһ қерип кәтти: Ибраһим йүз яшқа кирәй деди, Сараһ болса тохсәнгә. Бир күни кечидә Худа Ибраһимға мундақ деди:

- Асманға қара. Сән немини көрүватисән?

Асман юлтузларға толған болуп, юлтузлар сан-санақсиз еди. Шу чағда Худа:

- Сениң әвлатлириң асмандики юлтузлардәк нурғун болиду; улар Кәнъан зиминида туриду. Бузулған хәлиқләр болса бу зиминдин қоғлап чиқирилиду, - деди.

У чағда Ибраһимниң пәрзәнтлири болмиған, лекин у Худаниң Өз вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәнди. Ибраһим Пәрвәрдигарниң һәрқандақ вәдисигә ишинип, дурус иш қилди, сәвәви Худа һәрқачан һәқиқәтни сөзләйду вә һәрқачан Өзиниң Сөзини әмәлгә ашуриду.

Бир күни Ибраһим чедирниң ишиги тәрипидә олтиратти. Бу чүш вақти болуп, у бешини көтирип қариғинида бир адәмләрниң чедирға қарап келиватқанлиғини көрди. Ибраһим уларға қарап жүгрәп берип, баш егип бу сәяһәтчиләрниң биригә:

- Егәм, маңа илтипат қилип, чедиримизгә кирип, меһман болғайла. Һәрқайсилири дәрәқ сайисидә дәм елип турғайла, мән пут-қоллирини жуюш үчүн су, ғизалинишлири үчүн бир аз йемәклик елип келәй. Арам елип, андин йоллирини давамлаштурғайла, - деди.

Үч йолувчи Ибраһимниң чедирида арам елишқа мақул болди.

Силәр қандақ ойлайсиләр, бу кишиләр ким болған? Бу Периштәләр болған. Улар Худадин Ибраһимға хуш хәвәрни елип келиш үчүн асмандин чүшкән еди. Силәр биләмсиләр, бәзидә Худа адәмләргә Өзиниң ирадисини йәткүзүш үчүн Периштәләрни әвәтиду?

Периштәләр чедирниң қешида дәрәқниң сайисида олтуриду, Сараһ болса чедирниң ичидә болиду. Ибраһим Сараһға:

- Тезирақ әң яхши ундин елип нан пүшәргин! – деди.

Андин Ибраһим яхши бир мозайни елип өзиниң хизмәткарлириниң биригә:

- Тезирақ мозайни союп, тамақ тәйярлиғин - дәп ейтти.

Һәммә нәрсә тәйяр болғанда, Ибраһим йолувчиларға өзи тамақни суниду. Улар ғизалиниватқанда, Ибраһим өзи уларниң йенида дәрәқниң астида туруп туриду.

Чүш вақтида меһманларниң бири: - Аялиң Сараһ қени? – дәп сорайду.

Ибраһим:

- Чедирда, - дәп җавап бериду.

У чағда һелиқи меһман:

- Бир жилдин кейин мошу вақитта мән йәнә келимән, шу чағда Сараһ бир оғул туғиду, - деди.

Сараһ Периштәниң сөзлирини аңлап, қерилиқта оғул туғидиғиниға ишинәлмәйду, шуңа у ичидә күлиду.

Периштә:

- Сараһ немишкә күлди? У растинла бир оғул бошуниду! Пәрвәрдигар қилалмайдиған зади бир иш барму? – дәйду.

Меһманлар сәпирини давамлаштуруш үчүн орнидин туриду, Ибраһим болса уларни йолға селиветип чедириға қайтип келиду.

Худа Өзиниң вәдисини ядиға алдиму? Әлвәттә, бир жилдин кейин Сараһ растинла бир оғулни бошанди! Улар уни Исһақ дәп атиди. Ибраһим билән Сараһ интайин хошал болди. Исһақ бойсунидиған оғул болуп чоң болди вә Худа уни яхши көрди.

Худа Өзиниң вәдисини орунлиди. У Ибраһим билән Сараһниң оғли болиду деди, вә уларға оғул бериду. Ибраһим Худаниң вәдисигә ишинип яхши қилди. Худаға бундақ ишәнч яқиду, шуниң билән Худа Ибраһимни һәққаний дәп һесаплиди.

Худаниң вәдилири бизниң уларға пүтүн қәлбимиз билән ишинишимизгә әрзийду, сәвәви Пәрвәрдигар һәммигә қадир болуп Униң үчүн мүмкин әмәс иш йоқ!

Сөһбәт үчүн соаллар

5 соал
  1. Худа Ибраһимға қанчилик әвлат беримән дәп вәдә қилди?

  2. Ибраһим униңға сәяһәтчиләр сүпитидә кәлгән Периштәләрни қандақ қарши алди?

  3. Улар Ибраһим билән Сараһға қандақ хәвәр елип кәлди?

  4. Худа Өзиниң вәдисини орунлидиму?

  5. Худа немишкә Ибраһимға илтипат қилди?

8. Вәдә қилинған оғул00:00 / 05:52