
Қарғу адәмниң сақийиши
Муқәддәс Китап, Маркус баян қилған хуш хәвәр, 10-бап, 46-52 айәтләр
Һәммиси тонуйдиған Бартимай, Әйса шагиртлири вә бир топ халайиқ билән Ериха шәһиридин чиқип Йерусалимға маңғанда, йол үстидә олтиратти. Бартимай қарғу болған, шуңа у ишләп пул тапалмиғачқа тиләмчилик қилатти.
Һәркүни бу қарғу йолда көңүлсиз олтиратти. У әтрапидики дунияни бәкму көрүшни халатти: адәмләр, гүлләр, тағлар билән жилғилар!
Бир күни бирси униңға Әйсаниң қарғуларни көрүдиған қилғанлиғи тоғрилиқ ейтиду.
«Әгәр бу Әйса мениң көзлиримни сақайтивәткән болса, - ойлиди Бартимай, - немә дегән яхши болатти. Лекин мән қарғу турсам, Әйсани қандақ тапалаймән?»
Бир күни Бартимай адәттикидәк өзиниң орнида олтарғанда, бир авазларни аңлап алаһидә бир ишниң йүз бериватқанлиғини чүшәнди. Шуниң билән у өтүп кетип барғанлардин:
- Һәй, немә боливатиду? – дәп сорайду.
Бирси:
- Әйса келиватиду! – дәп ейтиду.
- Әйса?!
Бартимай һодуқуп кетип:
- Әйса, маңа ярдәм бәргин! Әйса, маңа рәһим қилғайсән! – дәп вақирап кетиду.
- Вақирима! – дәп уни тиничландурушқа тиришиду өткән-кәчкәнләр. – Неманчә вақирайсән! Әйсаниң йенида халайиқ нурғун. Вақирап уни аварә қилмиғин!
Лекин Бартимай уларни тиңшимай:
- Әйса, маңа ярдәм бәргин! – деди.
Әйса Бартимайниң вақиришини аңлап тохтиди.
- Вақираватқан әву адәмни маңа елип келиңлар! – деди У.
Шагиртлар Бартимайниң йениға келип:
- Әйса сени аңлиди. У сени чақириватиду. Орнуңдин туруп Униң алдиға барғин, - дәйду.
Бартимай орнидин дәс туруп тез меңип кетиду. Бирси уни қолини тутуп халайиқниң арисидин йетәкләп маңиду.
- Саңа немә керәк? – дегән сөзләрни аңлайду Бартимай.
- Рәббим, мән көрүшни бәкму халаймән! – кекәшләп ейтиду Бартимай.
Әйса:
- Көзлириң ечилсун! Ишәнчиң сени қутқазди!
Шу ан Бартимайниң көзлири ечилди! Бирдәмдила у әтрапидики нурни көрди! Шуниң билән у һаятида биринчи қетим әтрапидики һәрхил шәкилләр билән рәңләрни көрди! Буниңға ишиниш мүмкин әмәс еди! Әнди уму алдида турған Әйсаниң йүзини көрәләтти. Әйсаниң йүзидин муһәббәт билән меһриванлиқ төкүлүп туратти! Бартимай униңға яхшилиқ қилған Рәббигә қандақ рәхмәт ейтишини билмәтти!
У кичик балидәк сәкрәп Худани улуқлиди. Әйса Өзиниң достлири билән сәпирини давамлаштурғанда, Бартимайму Униңға әгишип маңди.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалЕрихада турған қарғуниң исми немә болған?
Қарғу Әйсани ким дәп атиди? У Әйсадин немә тилиди?
Униң көзлири ечилғанда, у немә қилди?