Йоқалған қой тоғрисида тәмсил

Йоқалған қой тоғрисида тәмсил

Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 15-бап, 3-7 айәтләр

Бир күни Әйса Тәврат устазлири билән пәрисийләргә мундақ бир вақийәни сөзләп бәрди. Бир қойчи дайим өзиниң қойлириға яхши қараттикән. Униң бир йүз қойи болуп, у уларниң һечқайсиси йоқап кәтмәслиги үчүн уларға яхши қаратти. У растинла яхши қойчи болуп, қойлирини яхши көрәтти вә улар кәчқурунлиқлири өйгә қосиғи тоқ вә сақ қайтип келиши үчүн қолидин келидиғинини қилатти. Лекин бир күни кәчқурун у қойлирини саниғанда пәқәт тохсән тоққузиниң барлиғини көрди.

Шуниң билән қойчи уларни йәнә бир санап чиқти – улар йәнә тохсән тоққуз болуп чиқти! Демәк, бир қой йоқап кәтти – у йә бир ориға чүшүп кәтти, йә уни бөрә йәп кәтти... Уни чоқум издәп тепиш керәк!

Қойчи йәнә бир қетим қойларға бир қарап чиқип қайси қозиниң йоқалғанлиғини билди: бурни қап-қара һелиқи қоза көрүнмәтти.

Шуниң билән у дәрвазини чиң йепип һелиқи қозини издигили кәтти. У тохсән тоққуз қойни ташлап кетип барғиниға хошал әмәс еди, лекин у алдиримиса болматти, сәвәви йоқалған қой өлүп кетиши мүмкин еди.

У әнсиригән һалда таққа йәткичә жүгрәп келидудә һеч һали қалмайду. Лекин тохташқа болматти, сәвәви у қойни издәшни әнди башлиди. У арилап-арилап тохтап өзиниң кичик қойини вақирап чақиратти вә униң мәришини аңлап қалармәнму дәп диққәт қилип тиңшатти. Лекин бу тағларниң арисида у пәқәт өзиниң авазиниң садасини аңлатти...

У бир ориға чүшүп кәтмисә болатти! Шуниң билән қойчи ташларниң үстидин меңип қойини қайта-қайта чақарди.

- Мә-ә-ә-ә! – дегән авазни аңлиди қойчи бирдәмдин кейин.

Жүгригәнлиги сәвәвидин тез соқуп турған қойчини жүриги хошаллиқтин мәйдисидин сәкрәп чиқип кәткили тас қалди. Униң қозиси тириккән!

Шуниң билән у қойниң авази чиққан йәргә қарап маңди вә шу йәрдә қозисини тапти! Җанивар тик ярниң четидә туруп йә алдиға, йә кәйнигә маңламатти.

Қойчи қозиниң әтрапиға бир қаридидә, қозиниң қешиға келишниң қанчилик бехәтәрлигигә баһа бәрди.

- Бираз хәтәрлик екән, лекин болиду, - ойлиди у.

Шуниң билән қойчи аста төвәнгә чүшүп қозини мүрисигә артип, авайлап жуқуриға қарап маңди. У интайин хошал болуп кәткән еди! Қозиму өзиниң сақ қалғиниға хошал еди.

- Худди шуниңдәк Худаму Униңдин жирақлап кәткәнләрни издәйду, - дәп хуласилиди Әйса.

- Мана шуниңға охшаш, товва қилған бир гунакар үчүн болидиған асмандики хурсәнлик, товва қилиши һаҗәтсиз болған тохсән тоққуз адил киши үчүн болидиған асмандики хурсәнликтин чоң болиду.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Әйса пәрисийләргә қандақ вақийәни (тәмсилни) сөзләп бәрди?

  2. Силәр бу вақийәдә қандақ нәрсини ядиңларда сақлап қалдиңлар?

  3. «Товва қилиш» дегән немини билдүриду?

73. Йоқалған қой тоғрисида тәмсил00:00 / 04:09