Әйса Бәйтаниядә

Әйса Бәйтаниядә

Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 10-бап, 38-42 айәтләр

Әйса Йерусалимға кәлгәндә асасән Бәйтания мәлисигә кирип чиқатти. Бу мәлә шәһәрдин бир нәччә километр жирақлиқта еди. У йәрдә у Өзиниң әгәшкүчилири вә достлириниң өйидә қонатти: Марта, Мәрийәм вә уларниң иниси Лазар.

Әйса кәлгәндә Мәрийәм олтирип Уни тиңшиди, Марта болса җозини раслап меһман күтүшкә тәйярлиқ қилди. Бираздин кейин Марта Әйсаниң алдиға келип нарази болған һалда:

- Рәббим! Сиңлим Мәрийәм шунчә көп ишларни маңила ташлавәтти, Сизчә бу дурусму? – дәп сориди. – Униңға маңа ярдәм беришини ейтиң!

Лекин Әйса униңға юмшақлиқ билән тәнбиһ берип:

- Марта! Марта! Сән пайпетәк болуп нурғун ишларни қилишқа тиришисән, лекин адәмгә бирла нәрсә керәк! Мәрийәм болса һечким униңдин тартивалалмайдиған бир әң яхши нәрсини таллиди.

Улуқ Устаз немә демәкчи болған? Әйса Марта билән қалғанларға анчә муһим әмәс нәрсиләргә көп әһмийәт бериш керәк әмәслигини көрсәтмәкчи болған. Марта Мәрийәмгә охшаш роһий тамақниң җисманий тамақтин көп һәссә муһимлиғини чүшиниши керәк еди.

Әң яхши нәрсә болса у Әйса Мәсиһкә болған ишәнчидур; буни һечким тартивалалмайду. Дуниядики һаят болса бир күни аяқлишиду. Әлвәттә, биз бу дуниядики һаятимизни пүтүнләй ташлимаслиғимиз керәк. Барлиқ адәмләрниң қилиши керәк вәзипилири билән башқа ишлири бар! Лекин бу ишларни дәп адәм өзиниң роһий һаятиға сәл қаримаслиғи керәк. Мартаниң әһвали мана мошундақ болған. Шу әһвалда Марта үчүн җозини раслаш Қутқазғучиниң сөзлиридин муһимирақ болған.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Әйса Йерусалимға кәлгәндә пат-пат қәйәрдә тохтатти?

  2. Марта җозини раслаймән дәп немини унтуп қалди?

  3. Әйса немишкә Мәрийәмгә Мартаға ярдәм беришини ейтмиди?

72. Әйса Бәйтаниядә00:00 / 03:09