Әйса суниң үстидә маңиду

Әйса суниң үстидә маңиду

Муқәддәс Китап, Маркус баян қилған хуш хәвәр, 6-бап, 45-56 айәтләр

Кәч чүшти. Шагиртлар кемидә Җәлилийә деңизида кетип баратти. Әйса тағда ялғуз дуа қилғачқа, улар билән әмәс еди. Шагиртларниң кемидә кетип барғиниға бир сааттәк болуп қалған еди. Қаттиқ шамал чиқип, кемә долқунлар сәвәвидин тәврәп туратти, шуңа шагиртлар Кәпәрнаһумға алдириди. У йәргә беришни Әйса буйриған еди. Әйса Өзи болса кейин баримән дәп ейтти.

Шагиртлар қолидин кәлгиничә қирғаққа йәтмәкчи болди, лекин шамал сәвәвидин бундақ қилиш мүмкин әмәс еди... Шамал қаттиқ чиққачқа, шагиртлар һерип қалған еди.

Туюқсиз жирақта шагиртлар пақирап турған бир нәрсини байқиди. Бу нәрсә суниң үстидә қозғилип уларға қарап келивататти. Бу нәрсә йеқинлашқансири, улар униң адәмгә охшайдиғанлиғини байқиди. Шагиртларниң бири қорққинидин вақирап кетиду. Суниң үстидә адәм келивататти! Бу мүмкин әмәсқу!

Бу чоқум бир әрва яки башқа бир қорқунучлуқ нәрсә болуши керәк!

Кейин улар бу адәмниң қаттиқ шамал сәвәвидин қолини ағизиға әкелип мундақ дегәнлигини аңлайду:

- Қорқмаңлар, бу Мән!

Бу уларниң Устази Әйса еди! Улар Униң үнини бирдин тониди. Уларниң жүриги орниға чүшкәндәк болди. Шагиртлар хатирҗәм болуп Әйсаниң кемигә йеқинлишини күтүп турди. Лекин уларниң арисида бири күтүшни халиматти. Петрус чидамсиз адәм болған. Униң үстигә у Әйсани бәкму қаттиқ яхши көрәтти, шуңа мүмкин болған болса у биринчи жүгрәп берип Әйсани қарши алатти. Лекин бу мүмкин әмәс еди. Суда меңип чөкүп кәтмәйдиған адәм барму?

«Қилип бақсамчу? – дәп ойлиди Петрус. Әгәр Әйса суда маңалиса, демәк мәнму маңалаймән. Әлвәттә, мән өзәм маңалмаймән, лекин Әйсаниң ярдими билән маңалаймән».

У буни ойлиши биләнла:

- Рәббим, әгәр бу Сән болсаң, маңа суда Саңа қарап меңишни буйриғайсән! – дәп вақирайду.

Әйса:

- Маң! – дәйду.

Петрус кемидин атлап бир путини суға қойиду. Су худди қуруқлуқтәк уни тутуп турди. Андин у суға йәнә бир путини қоюп меңип кәтти. У су үстидә маңалиди! У маңғансири Әйсаға йеқинлашти.

Туюқсиз Петрус униңға қарап келиватқан йоғандин-йоған бир долқунни көрди. У бир көтирилип Петрусниң алдиға өрүлүп чүшти. Шу чағда Петрус Әйсаға әмәс, бәлки шу йоған долқунға қарап қалди. Шуниң билән у қорқуп кәтти. У әнди су долқунлири үстидинму маңаламду? Шуниң билән у чөкүшкә башлиди вә:

- Рәббим, мени қутқазғин! – дәп вақирап кәтти.

Әйса болса алиқачан йеқинлишип қалған еди. У қолини созуп чөкүп кетип барған Петрусни тутувалди.

- Һәй ишәнчи аҗиз! Немишкә гуманландиң? – дәп сориди У.

Петрус суда маңғанда өзиниң ишәнчиси билән әмәс, бәлки Худаниң Оғли болған Әйса Мәсиһ билән күчлүк болди.

Шу арилиқта қалған шагиртлар уларға йеқинлашти. Әйса билән Петрус кемигә олтарди. Қизиқ йери шуки, дәл шу чағда шамал тохтиди. Кемә болса пәсийиватқан долқунлар үстидә у яқтин бу яққа лиңшип туратти.

Йүз бәргән ишлар сәвәвидин һаң-таң болған шагиртлар Әйсаниң алдиға келип баш әгди. У чағларда адәмләр пәқәт падишаларниң алдида баш егәтти. Андин улар:

- Әйса, Сән растинла Худаниң Оғли екәнсән! – деди.

Бу кечидә улар бир нәрсини йәнә бир қетим ениқ чүшәнди: Әйсаниң ярдимисиз улар чөкүп кетәтти.

Сөһбәт үчүн соаллар

4 соал
  1. Шагиртлар кечидә нәгә кетип баратти? Әйса немә сәвәптин улар билән болмиған?

  2. Деңизда қандақ иш йүз бәрди? Шагиртлар кемидә болғанда немидин қаттиқ қорқуп кәтти?

  3. Рәб Әйса суниң үстидә қандақ маңалиди?

  4. Петрус немишкә туюқсиз чөкүшкә башлиди?

70. Әйса суниң үстидә маңиду00:00 / 05:49