Яирниң қизиниң тирилиши

Яирниң қизиниң тирилиши

Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 8-бап, 41, 42, 49-56 айәтләр

Яир һечқачан бундақ тез жүгрәп бақмиған. У йәһудийларниң ибадәтханисиниң башлиқлириниң бири болған (йәһудийлар дуа қилиш үчүн жиғилидиған өй). Бундақ мәнсиви бар адәмләр адәттә жүгрәп жүрмәтти. Лекин һазир болса бу кишиниң қизи өлүш алдида туратти. Бу қиз он икки аяшта еди. Яир қизини бәк яхши көрәтти, лекин у қизиниң һалиниң күндин-күнгә начарлишиватқанлиғини көрүп туратти. Дәл мана мошу вақитта шәһәргә Әйса билән шагиртлири келиду, Яир Униңдин ярдәм тилимәкчи болди. У Әйсаниң алдиға келип тизлинип, мундақ дәп илтиҗа қилиду:

- Устаз, мениң қизим өлүш алдида туриду. Өтүнимән, келип уни қутқазғайсән! Өтүнимән, тез болғайсән, болмиса кәч болиду!

- Кәттуқ, - дәп җавап бериду Әйса. – Сән баривәргин, Мән кәйниңдин келимән.

Лекин халайиқ нурғун болғачқа уларниң арисидин өтүп кетиш оңай әмәс еди, шуңа улар бәк тәсликтә кетип баратти. Туюқсиз Яир униңға қарап алдирап келиватқан хизмәтчилириниң бирини байқап қалиду. Хизмәтчи:

- Устазни бекарә аварә қилма. Қизиң һазирла қайтиш болди,- дәп ейтиду.

Яирниң жүрүги тохтап қалғандәк болди. Пүтти! Сөйүмлүк қизи өлүп кәтти! У қанчилик тиришқан болсиму, буниң пайдиси болмиди. Яир бир орунда қетипла қалди, униң йүзи татирип кәтти.

Әйса хизмәтчиниң немә дегәнлигини аңлиди. У Яирни мүрисини тутуп, униңға:

- Қорқмиғин, қизиң сақ қалиду, - деди.

Ибадәтханиниң башлиғи немигә ишиниши керәклигини билмәтти. У һәсрәткә чөкүп өй тәрәпкә қарап маңди. Әйса болса униң кәйнидин маңди.

Өйниң һойлиси жиға-зарға толған еди. Әйса:

- Жиғлимаңлар! Қиз өлмиди, у ухлап қалди! – дәп ейтти.

Адәмләр бу сөзләрни аңлап Униң үстидин күлди. Улар қизниң өлгәнлигини ениқ биләтти. Бу киши қандақму бундақ бемәна нәрсиләрни дәйдиғанду! Әйса һәммисини өйдин чиқириветип, Өзи билән қизниң ата-аниси, шагиртлири Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, каривәттә ятқан қизниң бөлмисигә кириду. Рәб Әйса уни қолидин тутуп:

- Қизим, турғин! – дәйду.

Қиз чоңқур нәпәс елип көзини ачиду. Униң йүзи нормал рәңгә қайтип у орнидин туриду.

Ата-аниси йүз бәргән нәрсигә ишәнмәтти. Уларниң қизи тирик! Немә дегән хошаллиқ!

- Қизға йәйдиған бир нәрсә бериңлар, униңға күч керәк, - дәйду Әйса.

Андин У орнидин туруп қизға қарап бир күлүп қоюп өйдин чиқип кетиду. Шагиртлар бир дәм һаң-таң болуп турдидә, андин Устазниң кәйнидин маңди. Өйдикиләр болса хошаллиққа чөмди.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Ибадәтхана башлиғиниң исми ким болған?

  2. Униң өйидә қандақ қайғу йүз бәрди?

  3. Шагиртларниң қайсилири Яирниң өйидә йүз бәргән мөҗүзиниң гувачилири болди?

67. Яирниң қизиниң тирилиши00:00 / 04:33