
Тул аялниң оғлиниң тирилдүрүлиши
Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 7-бап, 11-16 айәтләр
Әйса Җәлилийәниң Наин дәп атилидиған башқа шәһиригә маңиду вә Униңға нурғунлиған адәмләр әгишип маңиду. У шәһәр дәрвазисиға йеқинлашқанда, униң алдиға қайтиш болған адәмни йәрләш үчүн маңған бир топ адәм чиқиду. Уларниң арисида һәсрәткә толған бир аял келивататти. Нурғунлиған адәмләр бу аялға көңүл билдүрүп униң билән кетип баратти. Бу аял тул болуп, қайтиш болған жигит униң бирдин-бир оғли еди.
Бу аялниң қайғуға толғанлиғини көргән Әйса униңға ич ағритип мундақ дәйду:
- Жиғлимаң!
Шуниң билән адәмләр бир орунда тохтайду. Әйса болса тавутниң қешиға келип, тавутни тутуп қайтиш болған жигиткә:
- Жигит! Саңа ейтимәнки, орниңдин турғин!
Жигит тирилип орнидин туриду вә сөзләп кетиду. Мөҗүзә! Әйса тул аялға оғлини қайтуруп бәрди. Бу ишни көргән гувачилар қорқунучта бир дәм җим турдидә андин бир-биригә сөз бәрмәй сөзләп кәтти:
- Аримизға улуқ бир пәйғәмбәр кәпту! Худа Өзиниң хәлқини есигә апту!
Шуниң билән хәлиқ Исраил хәлқиниң Худасини берикәтләп улуқлиди. Наин шәһиридә йүз бәргән мөҗүзә пүтүн Йәһудийәгә тез тарап кәтти.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалӘйса қайси шәһәргә кәлди?
У шәһәр дәрвазисида кимни учратти?
Наинда қандақ иш йүз бәрди? Адәмләр мөҗүзини көрүп немә деди?