
Аял кишиниң сақийиши
Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 8-бап, 42-48 айәтләр
Әйса кемидә Кәпәрнаһумға қайтип барғанда, у йәрдә Уни бир топ халайиқ күтүп турди. Хәлиқ топ-топи билән тар кочиларда Униңға әгишип маңди. Әйсаға меңиш оңай әмәс еди, сәвәви адәмләр һәртәрәптин Уни қисивататти.
Туюқсиз У бурулуп мундақ сориди:
- Мени ким тутти?
У Өзидин күчниң чиққанлиғини сәзгән еди. Шагиртлар болса һәйран болуп:
- Устаз! Сиз хәлиқниң өп-чөриңиздә қисилип келиватқанлиғини көрүп туруп, Мени ким тутти дәп сорайсизғу, - деди.
Әйса уларға җавап бәрмәй Уни тутқан адәмни издәп әтрапиға қариди.
Әйсаға әгишип келиватқан адәмләрниң арисида бир кесәл аял болған. Бу аял он икки жил һәрхил тевипларға көрүнүп, сақийиши үчүн пүтүн ахчисини хәшләп болған, лекин кесилидин сақиялмиған. Кейин бу аял Әйса яратқан мөҗүзиләрни аңлап, сақийиш үчүн Уни издәп келиду. У Рәб Әйсаниң уни көрмәслиги үчүн Униң арқисидин келиду. У мундақ ойлайду: «Әгәр мән Униң кийимини тутсамла сақийип кетимән!» Бу аял Әйсаниң уни сақайтиветәләйдиғанлиғиға толуқ ишинәтти! У бу улуқ Устазниң кийимини тутуши биләнла өзиниң сақайғанлиғини сезиду.
Әйса кимниң сақайғанлиғини билгән, лекин У бу аялниң Униңға келишини күткән. Аял Униң алдиға келиду.
У қорққан вә титригән һалда Рәб Әйсаниң алдиға өзини етип, һәммини Униңға ейтип бериду. Андин у Әйсаниң униңға мону сөзләрни муһәббәт билән ейтқанлиғини аңлайду: -
Қизим, ишәнчиң сени сақайтти. Теч-аман бол!
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалРәб Әйса шагиртлири билән қайси шәһәргә кәлди?
Он икки жил ағриған аял немә қилди?
Аялни немә сақайтти?