Нурғун белиқниң тутулуши

Нурғун белиқниң тутулуши

Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 5-бап, 1-11 айәтләр

Бир күни Әйса Гинәсар көлиниң қирғиғида тәлим бәргәндә, нурғунлиған кишиләр Униң тәлимини қизиқип тиңшайду. Халайиқ нурғун болғачқа, Әйса кемигә олтирип қирғақтин бираз нери туруп сөзләйду. Шуниң билән пүтүн халайиқ Уни көрәләйду вә Униң немә дәватқанлиғини оңайирақ чүшинәләйду. Әйса тәлимини пүтәргәндин кейин Петрусқа мундақ дәйду:

- Көлниң оттуриға берип торлириңни суға ташлиғин. Шунда нурғун белиқ тутисән.

- Һазирма? Көлниң оттурисиға?

Петрус һечкимниң күндүзи белиқ тутмайдиғанлиғини чүшинәтти. Буни аз дәп һечким белиқни көлниң оттурисида тутматти, сәвәви торлар көлниң тегигә йәтмәттидә. Белиқ тутидиған әң яхши йәр қирғаққа йеқин йәрләр.

- Устаз, биз кечичә ишлидуқ, лекин һечнәрсә туталмидуқ, - деди ахири Петрус. – Растни дегәндә, көлниң оттурисида биз һечнәрсә туталмаймиз. Лекин әгәр Сиз десиңиз, мән берип шу йәргә торларни ташлай.

Шуниң билән Әндәр билән Петрус кемигә олтуриду. Яқуп билән Юһанна башқа кемигә олтирип уларниң арқисидин маңиду. Улар бу ишниң ахирини көрүшни халайду. Петрус билән Әндәр көлниң оттурисиға кәлгәндә, торлирини ташлайду вә тақәтсизлик билән күтүп туриду. Туюқсиз су күмүч рәңлик белиқларға толиду. Белиқчилар торни чиң тутуп тартип чиқиришқа киришиду. Қариғанда белиқ сани интайин йоған болған, сәвәви тор интайин еғир еди. Улар иккиси торни тартип чиқиралмиғанлиқтин, Яқуп билән Юһаннани ярдәмгә чақириду.

Устазим, биз кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ, — деди Симун, — бирақ дегиниңизгә бенаән торни салсақ салайли. Шуниң билән улар торлирини көлгә селиведи, белиқлар торға патмай қелип, торлар житилишқа башлиди.

Луқа язған хуш хәвәр 5:5,6

Шуниң билән улар төртелиси бир болуп торни судин чиқирвалиду вә икки кемигә белиқлирини төкүвалиду. Белиқниң сани интайин йоған болғачқа, тор бираз житилип кетиду.

Буниңға ишиниш мүмкин әмәс еди! Улар техи һечқачан бунчилик белиқ тутуп бақмиған! Уларниң һәммиси болған ишни көрүп вәһимигә толди, Симун Петрус болса Әйсаниң алдиға тизлинип туруп:

- Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! Мән сизниң йениңизда болушқа әрзимәймән! – деди.

Лекин Әйса қолини униң мүрисигә қоюп:

- Қорқмиғин, Петрус. Буниңдин кейин сән белиқ әмәс, бәлки адәм тутидиған болисән! – дәп ейтиду.

Шуниң билән Әйсаниң шагиртлири икки кемини қирғаққа чиқирип қоюп башқилардин тутулған белиқларни бир тәрәп қилишини сорайду, өзлири болса Әйсаға әгишип кетиду.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Гинәсар көлидә қандақ мөҗүзә йүз бәрди?

  2. Петрус немишкә Әйсадин өзидин жирақлишишни сориди?

  3. Әйса Петрусқа немә вәдә қилди?

62. Нурғун белиқниң тутулуши00:00 / 03:55