
Қудуқниң қешидики учришиш
Муқәддәс Китап, Юһанна баян қилған хуш хәвәр, 4 бап, 4-29 айәтләр
Көз алдимизға мундақ нәрсини кәлтүрәйли: бир топ йолувчилар аптапта келиватиду. Улар Сиһар дегән кичик шәһәрниң йенидин өтүп кетип берип бир қудуқниң қешида тохтайду. Бу қудуқни әсирләр бурун Яқуп қазған еди. Бу йолувчилар Әйса билән Униң шагиртлиридур. Чүш вақти болуп қелип Устаз шагиртлирини йемәклик сетивелишқа шәһәргә әвәтиветип,
Өзи қудуқниң қешида олтириду.
Бу чүш вақти болуп күн пақирап туратти. Бу вақитта қудуққа адәм нурғун кәлмәтти, лекин һазир шәһәрдин бир аял қолида комзигини көтирип келивататти.
Бу аял су еливатқанда, Әйса туюқсиз униңға:
- Маңа су бәрсиңиз, - деди.
Бу аял йәһудий кишиниң униңға сөзлигинидин һәйран болиду, сәвәви улар самарийәликләр билән сөзләшмәтти. Лекин Әйса бу аялниң қәлбини билгән вә униңға ярдәм беришни халиған. Шуниң билән У бу аял билән әң муһим нәрсиләр тоғрилиқ сөзлишишни башлиди: ишәнч вә Худаға дурус ибадәт қилиш тоғрилиқ. Әйса:
- Худа роһтур вә Униңға ибадәт қилғучилар роһта вә һәқиқәттә ибадәт қилиши керәк, - дәп ейтиду.
Рәб Әйса буниң арқилиқ адәмниң қәйәрдә ибадәт қилишиниң муһим әмәслигини ейтмақчи болиду. Биз Худаға һәрқандақ йәрдә дуа қилалаймиз, сәвәви У һәммә йәрдә бар. Аял диққәт қилип тиңшайду, Муқәддәс Роһ болса униңға Әйсаниң сөзлирини чүшинишкә ярдәм бериду. Бу аялниң һәқиқәтни издәп жүргинигә бираз вақит болған, шуңа у мундақ дәйду:
- Мән Қутқазғучи Мәсиһниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә биз Худани рази қилиш үчүн билишимиз керәк барлиқ нәрсини ейтиду.
Әйса буниңға җававән:
- Сиз билән сөзлишиватқан Мән дәл шу болимән! – дәп ейтиду.
Аял әнди һәқиқәтни тонуп йәтти. Әнди у Әйсаниң Қутқазғучи екәнлигигә ишәнсила болиду.
Бу самарийәлик аял хошал болуп кетип буниң һәққидә башқиларға йәткүзүш үчүн шәһәргә жүгрәп кетиду, сәвәви у униңға һаятлиқ сүйини бәргән Қутқазғучини учраттидә.
Шуниң билән бу аял Сиһардикиләрни қудуқ тәрәпкә чақириду. У уларниң Мән Мәсиһ дегән кишини көрүшини халайду.
Пүтүн Сиһар хәлқи һаяҗанлинип Әйсаниң алдиға алдирайду, сәвәви улар Мәсиһни көрмәкчи болиду.
Нурғунлиған самарийәликләр аялниң сөзини аңлап Рәб Әйсаға ишиниду, сәвәви бу аял уларға бу адәм мениң һаятим тоғрилиқ һәммини ейтип бәрди дәйду.
Улар Әйса билән тонушқандин кейин Униңдин улар билән бираз вақит болушини сорайду. Әйса у йәрдә икки күндәк болуп хәлиқ билән сөзлишиду. Шуниң билән техиму нурғун адәм Әйсаға ишиниду вә һелиқи аялға болса:
- Бизниң ишинишимиз әнди пәқәт сизниң сөзлириңиз сәвәвидинла әмәс, бәлки өзимизниң аңлиғанлиғидинму болди. Униң һәқиқәтән дунияниң Қутқазғучиси екәнлигини билдуқ! - дейишти.
Сөһбәт үчүн соаллар
4 соалӘйса дәм алған қудуқ Исраилниң қайси вилайитидә болған?
Әйса самарийәлик аялға немә тоғрилиқ ейтти?
Аял немишкә шәһәргә хошаллиқ билән кәтти?
У хәлиққә немә деди?