
Ибадәтханини биринчи қетим тазилаш
Муқәддәс Китап, Юһанна баян қилған хуш хәвәр, 2-бап, 13-17 айәтләр
Әйса шагиртлири, Мәрийәм вә қериндашлири билән Җәлилийә деңизиниң әтрапидики Кәпәрнаһум шәһиригә бариду вә шу йәрдә қалиду. Әйса Кәпәрнаһумда бир нәччә күн болғандин кейин, Йерусалимға Өтүп кетиш һейтиға бариду.
Ибадәтханиниң һойлисида халайиқ топлишиду. У йәрдә пәқәт һейтқа кәлгән вә ибадәтханида қурванлиқ әкелип Худаға дуа қилишни халайдиғанларла әмәс, бәлки сода-сетиқ қилиш үчүн кәлгәнләрму болған. Шуниң билән Рәб Әйса һейтқа келидиған адәмләрдин пайда көридиған бу содигәрләр билән пул алмаштурғучиларға ғәзәплиниду. Худаниң ибадәтханисиниң һойлиси базарға охшап кәткән еди. Һечким Худаниң Өйигә қилчә һөрмәт көрсәтмәтти.
Рәб Әйса йәрдин жипларни елип улардин қамча тоқуп, ибадәтханидин содигәрләрни уларниң буқилири вә қойлири билән қоғлап чиқиду. Кәптәр сатқучиларға У:
- Мениң Атамниң Өйини базарға айландурмаңлар! – дәп ейтиду.
Шуниң билән содигәрләр һеч қаршилиқ билдүрмәй ибадәтханиниң һойлисидин чиқип кетиду. Пул алмаштурғучиларму Худаниң һоқуқини етирап қилиду. Әйса майда пул турған үстәлләрни өрүвәтти вә тәңгиләрниң һәммиси һойлиға чечилип кәтти. Халайиқ Әйсаниң немә қиливатқанлиғини көрсиму, Униңға қарши турушқа җүръәт қилалмиди.
Сөһбәт үчүн соаллар
2 соалӘйса ибадәтханиниң алдидики һойлида немини көрди?
Әйса немә қилди? У содигәрләргә немә деди?