
Әйсаниң биринчи шагиртлири
Муқәддәс Китап, Юһанна баян қилған хуш хәвәр 1-бап, 35-51 айәтләр
Бир күни чөмүлдүргүчи Йәһия Худа тоғрилиқ адәмләргә гувалиқ қилғанда, Әйса қайтидин Иорданға келиду. У чағда Йәһия өзиниң Әндәр вә Юһанна дегән шагиртлири билән сөзлишивататти. Йенидин өтүп кетип барған Әйсани көргән Йәһия Униңға көрситип:
- Қараңлар, бу Худаниң қозиси, - дәп ейтиду.
Бундақ ейтиш арқилиқ у Әндәр билән Юһаннаға униң билән қалмай, Әйса Мәсиһкә әгишишни ейтмақчи болиду. Әйса Мәсиһ улар үчүн яхширақ Устаз болалайду. Шуниң билән Әндәр билән Юһанна Рәб Әйса Мәсиһкә әгишиду. Әйса Мәсиһ бурулуп Униңға әгишиватқанларни көриду вә улардин:
- Силәргә немә керәк? – дәп сорайду.
Улар Униңға:
- Устаз! Сиз қәйәрдә турисиз? – дәп ейтиду.
Әйса:
- Келип көрүңлар! – дәп җавап бериду.
Әндәр билән Юһанна Әйсаниң арқисидин меңип, У турған өйгә кирип Униң билән болиду. Улар Әйса билән сөзлишип итайин хошал болиду! Һечким Рәб Әйсаға охшаш чоңқур, лекин аддий сөзлимәтти.
Әндәрниң Симун исимлиқ акиси бар еди. Улар дадиси билән Бәйтсайда дегән кичик бир шәһәрдә туратти. Бу шәһәр Җәлилийә деңизиниң йенида еди.
Әтиси Йәһия пәйғәмбәр икки шагирти билән йәнә шу йәрдә еди. У у йәрдин өтүп кетиватқан һәзрити Әйсани көрүп: Қараңлар! Худаниң қурван қилинидиған Қозиси! — деди.
Бу сөзни аңлиған икки шагирт һәзрити Әйсаниң кәйнидин меңишти. Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, әгишип келиватқанлардин: Немигә һаҗитиңлар чүшүп қалди? — дәп сориди.
Улар: Раббони (бу ибранийчә сөз болуп, «устаз» дегән мәнада), қәйәрдә турисиз? — дәп сорашти.
Келип көрүңлар, — деди һәзрити Әйса. Шуниң билән улар берип, Униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди. Бу чүштин кейин саат төртләр болған вақит болуп, улар у күнни һәзрити Әйса билән биллә өткүзди. Йәһия пәйғәмбәрниң сөзини аңлап, һәзрити Әйсаниң кәйнидин маңған икки кишиниң бири Симун Петрусниң иниси Әндәр еди. Әндәр дәрһал өз акиси Симунни тепип, униңға: Биз «Мәсиһни» таптуқ! — деди. («Мәсиһ» — «Худа тайинлиған Қутқазғучи» дегән мәнада.)
Юһанна баян қилған хуш хәвәр 1:35-41
Уларниң һәммиси белиқчи болған. Әндәр акисини издәп тепип униңға Әйса тоғрилиқ ейтип бәрмәкчи болди.
- Биз Мәсиһ Әйсани таптуқ! – хошал ейтти у Симунни көрүп.
Андин Әндәр акисиға биллә берип Әйса билән тонушушни тәвсийә қилди, вә Симун мақул болди. Әйса Симунни көрүп:
- Юһаннаниң оғли Симун, әнди сән «таш» дегән сөзни билдүридиған Кифас дәп атилисән (Петрус).
Симун Рәб Әйсаниң уни биринчи қетим көрүпла униң исмини билгәнлигигә бәк һәйран болди.
Әйса Симунға йеңи исим бәргәндә, вақит өтүп бу аддий белиқчи роһий күчлүк болуп, таштәк чиң болидиғанлиғини билгән.
Сөһбәт үчүн соаллар
2 соалӘйсаниң биринчи шагиртлири кимләр болған?
Әйса кимгә Петрус дегән исимни бәрди? Бу исим немини билдүриду?