Әйса чөмүлдүрүшни қобул қилиду

Әйса чөмүлдүрүшни қобул қилиду

Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 3-бап, 1-18, 21-22 айәтләр

Зәкәрия билән Елизабетниң оғли Йәһияниң туғулушиниму Периштә Җәбраил алдин-ала ейтти. Худа Йәһия үчүн алаһидә хизмәтни тайинлиди. Йәһия чоң болуп Йәһудийә чөлидә турди.

Чөлдә Йәһияниң диққити һечнәрсигә чечилмай у роһий өсүп йетәләтти. Буниң арқилиқ Йәһия мукәммәл арамлиқни тепип Худани тиңшашни халиған.

- Иордан тәрәпкә берип шу йәрдә тәлим бәргин! – дегән Худаниң авазини аңлиди Йәһия. Пәрвәрдигар униңға немә тоғрилиқ тәлим беришиниму ейтти. Шуниң билән Йәһия Худа униңға көрсәткән йәргә барди. У йәрдә у Иордан жилғисиниң мәлилиридә турған барлиқ адәмләргә:

- Товва қилиңлар! Һаятиңларни өзгәртиңлар! Худаниң Падишалиғи йәргә келиш алдида туриду! Тәйяр туруңлар! Һазирқидәк қалсаңлар болмайду! - дәп җар салди.

Бешида адәмләр униң сөзлирини ғәлитә дәп ойлиди. Бәзилири Йәһияниң сөзлиригә күлди, башқилар болса бу сөзләрни аңлап терикти. Лекин бу адәмни аңлап униң Худаниң Сөзини ейтиватқанлиғини сәзгәнләрму болди.

- Чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар! – дәтти адәмләргә Йәһия. – Мән силәрни Иордан дәриясиниң сүйигә чүмүлдүримән. Бундақ қилиш арқилиқ силәр кириңларнила жуюп қоймай, бәлки кона һаятиңларни ташлиғанлиғиңларни көрсәткән болисиләр. Силәр үчүн чөмүлдүрүлүш дегән йеңи һаятниң башлиниши болуши керәк.

Шуниң билән нурғун адәмләр суға чөмүлдүрилиду. Улар достлири билән тонушлириға һазирдин башлап йеңи һаятни яшашни халайдиғанлиғини ейтиду. Адәмләр бундақ нәрсиләрни аңлап Йәһия билән тонушушқа қизиқти.

Бәзиләр Йәһиядин:

- Сән қайси һоқуқ билән адәмләрни чөмүлдүрүп, улардин һаятини өзгәртишини тәләп қилисән? Сән пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан Худа Оғлиму? – дәп сорашти.

- Яқ, - җавап бәрди Йәһия, - мән силәр дегән Шу Адәм әмәс. Тоғра, мән тоғрилиқ Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқан: «Пәрвәрдигарға йол тәйярлаш үчүн, чөлдә җар салғучиниң авази аңланди». Мән силәрни суға чөмүлдүрүш үчүн кәлдим. Лекин силәр күтиватқан Адәм кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүриду. У мәндин нәччә һәссә муһим, мән һәтта Униң айиғиниң боқушлирини йешишкә лайиқ әмәсмән.

Йәһия сөзләватқанда униңға қарап келиватқан Әйсани байқиди. Халайиқ Униңға йол бериш үчүн ян-яққа нери турди. Шу чағда Йәһия: - Қараңлар: мана, пүтүн дунияниң гуналирини Өзиниң үстигә алидиған Худаниң Қозиси! Әнди Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлири әмәлгә ашти. Мән ейтқан Киши мана мошу! – дәп Әйсани көрсәтти.

Әйса Йәһияниң йениға келип:

- Мән сениңдин чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш үчүн әлдим, - деди.

- Мениңдин?! – сориди һәйран болған Йәһия. – Әксичә мән Сениңдин чөмүлдүрүлүшни қобул қилишим керәк әмәсму!

- Лекин һазир мошундақ болуш керәк, Йәһия! Бу Худаниң ирадиси.

Шуниң билән улар иккелиси Иорданға кириду. Йәһия қолини Әйсаниң бешиға қоюп Уни суға чөмүлдүриду. Йәһия нурғунлиған башқа адәмләрни мошундақ чөмүлдүрди. Лекин у Әйсани чөмүлдүргәндә, алаһидә бир иш йүз бәрди. Әйса судин чиққанда, Муқәддәс Роһ Униң үстигә кәптәрниң қияпитидә қонди. Андин һәммиси:

- Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән, - дегән авазни аңлиди.

Йәһия өзиниң вәзиписини атқурди. У адәмләргә Қутқазғучи келиду дәп ейтти вә Қутқазғучи кәлди. У болса Худа Оғли, Насирәлик Әйса! Лекин бу әнди барлиқ йәһудийларниң Худаға ишинип кәткәнлигини билдүрмәйду. Әмәлиятта азла адәм Уни өзиниң Рәбби дәп қобул қилди.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Йәһия узун жиллар қәйәрдә турди?

  2. Униңға ким адәмләрни чөмүлдүрүшни ейтти? Ким гуналарни «жуялайду»?

  3. Әйса чөмүлдүрүлүшни қобул қилғанда, Худа Ата асмандин немә деди?

55. Әйса чөмүлдүрүшни қобул қилиду00:00 / 06:06