
Әйсаниң балилиқ чеғи
Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 2-бап, 40-52 айәтләр
Әйса Насирәдә яғашчи Йүсүпниң өйидә өсүп чоң болди. Әйса 12 яшқа киргәндә, Йүсүп билән Мәрийәм Уни елип Йерусалимда болидиған Өтүп кетиш һейтиға бариду.
Йәһудийлар һәр жили Өтүп кетиш һейтини нишанлатти вә бу мәйрәмни тақәтсизлик билән күтәтти. Уларниң бәзилири Йерусалимға келиш үчүн, һәптиләп йол маңатти. Андин Йерусалимға кәлгәндин кейин һәқәйәрдин кәлгән йәһудийлар билән биргә ибадәтханида өткүзилидиған һейтларға қатнишатти. У йәрдә улар Худаға мәдһийиләрни ейтатти. Худа болса Өзиниң хәлқини яхши көрәтти вә униңға дайим ярдәм қилатти. Һәммиси хошаллиққа толуп ташатти, лекин алдинқи жили он икки яшқа киргән балилар алаһидә хошал болатти, сәвәви улар әнди бундақ һейтқа қатнишишқа һоқуқлуқ болди.
Бу қетим Йүсүп билән Мәрийәм Әйсани өзи билән биллә елип хошнилири билән бирликтә Йерусалимға маңди. Әйса бу сәпәрдә һәрхил нәрсиләрни көриду вә аңлайду. Улар техи йолда чағда һәрхил қизиқ ишлар йүз бәрди, лекин улар Йерусалим шәһиригә кәлгәндә, бу шәһәрниң һәйвәтлик чирайидин ейтқусиз зоқланди. Мәркизий ибадәтхана һәйвәтлик көрүнүп, миңлиған адәмләрниң авазлири аңлинип туратти. Әйса ибадәхтанидики хизмәтләрниң қандақ өтидиғанлиғиға бәк қизиқатти. Ата-аниси Униңға ибадәтханидики ишлар билән рәсмийәтләрниң мәнасини тәпсилий чүшәндүрәтти.
Һейт йәттә күн давамлашти. Андин сәяһәтчиләр өйлиригә қайтишқа тәйярланди. Мәрийәм билән Йүсүп Оғлини издәшти, лекин тапалмиди. Улар Әйса хошнилар билән йолға чиқип кәткән болуш керәк, сәвәви У дайим улар билән болатти дәп ойлиди. Шуниң билән улар әнсиримәй йолға чиқти. Кәчқурун улар Насирәлик сәяһәтчиләргә йетишивалди. Улар Әйсаниң уларниң арисида йоқ екәнлигини билгәндә, қорқуп кәтти! Әнди немә қилиш керәк?
Амал йоқ, Йерусалимға қайтиш керәк! Улар Уни һәммә йәрдин издәйду вә һәммисидин он икки яшлиқ балини көрмидиңларму дәп сорайду. Адәмләр он икки яшлиқ балиларни көрди, лекин уларниң арисида Әйса болғанлиғини ениқ ейталматти. Шуңа улар Әйсаниң қәйәрдә болуши мүмкинлигини ейтип берәлмәтти. Уни қәйәрдә издәш керәк?
Йүсүп билән Мәрийәм техиму қаттиқ әнсирәшкә башлиди. Ахири улар йәнә бир қетим ибадәтханиға кирип чиқмачқи болди. У йәрдә улар устазлар адәттә Муқәддәс Язмилар тоғрилиқ сөзлишидиған җайға кириду. Улар у йәрдә Әйсани тапимиз дәп ойлимиған. Кичик бала алимларниң арисида немә қилсун? У уларниң гәплирини чүшәнмәйду, шуңа зерикип кетиду.
Лекин әмәлиятта һәммә нәрсә әксичә болуп чиқти: улар Оғлини дәл ибадәтханида тапиду. Мәрийәм билән Йүсүп өз көзигә ишәнмәтти. Әйса устазларға қийин соалларни қойған еди, шуңа устазлар бу соалларға қийнилип җавап берәтти. Улар Униңдин бирәр нәрсә тоғрилиқ сориғанда, Әйса интайин әқиллиқ җавап берәтти. Устазлар бу Балиниң җаваплирини аңлап, Униң әқиллиқлиғидин һәйран қалатти.
Мәрийәм билән Йүсүп хошал болуп кетип Оғлини қучағлайду. Лекин кейин Мәрийәм Әйсани:
- Сән нәдә болдуң? Биз Сени издимигән йеримиз қалмидиғу! – дәп тиллайду.
Әйса:
- Ибадәтханида болдум. Силәр Мениң Асмандики Атамниң өйидә болидиғанлиғимни билмәттиңларму? – дәйду.
Йүсүп билән Мәрийәм Әйсаниң сөзлирини чүшәнмәйду. Улар Оғлини елип Насирәгә қайтиду.
Әйса чоң болғансири әқил-парасәткә толди. У Өзиниң ата-анисини сөйәтти вә йәнә он сәккиз жил уларға бойсунуп яшиди. Униң аниси Мәрийәм Әйсаниң кичик чеғида ибадәтханида ейтқан сөзлирини қәлбигә пүкүп қоюп, бу сөзләр тоғрилиқ көп ойланған еди.
Сөһбәт үчүн соаллар
4 соалЙәһудийлар Йерусалимға қайси һейтни дәп бериши керәк болған?
Балилар қанчә яшқа киргәндә уларни ибадәтханиға Өтүп кетиш һейтини нишанлашқа апиратти?
Йүсүп билән Мәрийәм Әйсани йоқитип қойғанда, У қәйәрдә болди вә немә қилди?
Әйса ибадәтханиға биринчи қетим барғандин кейин, ата-анисиға бойсунуп йәнә қанчә жил Насирәдә улар билән биллә турди?