
Шәриқтин кәлгән мунәҗҗимләр
Муқәддәс Китап, Мәтта баян қилған хуш хәвәр, 2-бап, 1-12 айәтләр
Шәриқ тәрәптики жирақ бир йәрдә мунәҗҗимләр туратти. Улар немишкә бундақ аталған? Мүмкин, улар көплигән һәрхил пәнләрни үгәнгән. Улар қилишни әң яхши көргән иш болса юлтузларни үгиниш болған.
Бир күни кечидә мунәҗҗимләр асманға қарап туратти. Туюқсиз улар йеңи бир нәрсини көрди, у болса пақирап турған биз юлтуз еди. Шәрқий асманда юлтузлар интайин нурғун, лекин бу юлтуз уларниң һәммисидин пәриқлинәтти. Улар бундақ юлтузни һечқачан көрүп бақмиған еди. У алаһидә болуп, башқа һечқандақ юлтузға охшиматти.
Худа уларға йеңи юлтузниң пәйда болғининиң сәвәвини көрситиду: дунияниң бир йеридә Падиша туғулди вә әгәр мунәҗҗимләр шу юлтузға әгишип маңса, улар шу йәргә келиду. Улар буниңдин интайин хошалланди! Шуниң билән улар йолға чиқишқа тәйярланди вә йеңи туғулған Падиша үчүн соғиларниму еливелишни унутмиди. Керәклик нәрсиниң һәммисини елип мунәҗҗимләр йолға чиқти.
Сәпәр узун болди, лекин улар юлтузға әгишип маңди. Юлтуз мунәҗҗимләрниң алдида ялтирап туруп уларни әгәштүрүп маңди.
Ахири улар муқәддәс шәһәр Йерусалимға йәтти. Мунәҗҗимләр туғулған Падишани көрүшкә алдириғачқа улар бирдин падишаниң сарийиға маңди.
Сарайда уларни Һирод хан қарши алди. Тамақ үстидә Һирод хан улардин немә үчүн кәлгәнлигини ениқ сорайду. Шуниң билән мунәҗҗимләр униңға өзлири көргән юлтуз тоғрилиқ вә бу юлтузниң бир Падишаниң туғулғанлиғини көрситидиғанлиғи тоғрилиқ ейтип бәрди.
- Падишани хан сарийида издәш керәк әмәсму? Шуңа биз удул мошу йәргә кәлдуқ, - дәп ейтти мунәҗҗимләр.
- Силәр дурус қилдиңлар, - деди Һирод. – Әпсус лекин бу йәрдә йеңи туғулған бовақ йоқ. Лекин мән силәргә Уни издәп тепишқа ярдәм беримән. Мениң падишалиғимда алимлар бар, мән уларни чақиртип улардин һәммини биливалимән.
Вә растин, дөләтниң дана алимлири уларға туғулған Бовақни издәп тепишқа ярдәм бәрди.
- Падиша Бәйтләһәмдә туғулуши керәк. Микаһ пәйғәмбәрниң китавида шундақ дәп йезилған.
- Бәйтләһәм бу йәргә йеқин, - дәп чүшәндүрди Һирод өзиниң меһманлириға. – Әгәр силәр чүштин кейин төгилириңларға минип җәнуп тәрәпкә қарап маңсаңлар, кәч киргичә йетип барисиләр. Һәммини яхши биливелип қайтариңларда мениң өйүмгә келип һәммини ейтип бериңлар. Мәнму туғулған Падишаға соғиларни елип беришни халаймән.
Лекин бу сөзләрни ейтиватқанда Һирод өзиниң наразилиғини аранла йошуруп туратти. У Боваққа бирәр нәрсә соға қилишни әмәс, бәлки Уни өлтүрүветишни планлап туратти. Лекин әлвәттә, мунәҗҗимләр буниң тоғрилиқ билмәтти.
Шуниң билән улар хошал һалда йолға атланди. Улар Бәйтләһәмгә йәткәндә кәч чүшүп, асманда юлтузларму пәйда болди. Мунәҗҗимләр уларни бу сәпәрдә йетиләп кәлгән һелиқи юлтузни нурғунлиған башқа юлтузларниң арисида көрүп интайин хошал болушти. Юлтуз уларниң алдида кетип берип Бовақ болған йәрдә тохтиди.
- Мошу йәр болуш керәк, - деди улар хошаллинип. – Мана бу өй! Худа бизгә йол көрсәтти!
Йүсүп салапәтлик кишиләрниң бу кичик өйгә кирип кәлгәнлигини көрүп, өз көзигә ишәнмәй қалди. Улар Мәрийәм иккиси һечқачан жирақ йәрдин кәлгән бундақ бай меһманларни қарши елип бақмиған.
- Биз Исраилниң йеңи туғулған Падишасини издәватимиз! – деди меһманлар.
- Бала у йәрдә ятиду, - җавап бәрди Йүсүп вә Бовақниң ятқан йерини көрсәтти.
Бундақ салапәтлик, оқуған вә қиммәт-баһалиқ кийимләрни кийивалған кишиләрниң тизлинип кичик Әйсаниң алдида егилип Униңға Худадәк ибадәт қилғанлиғи ғәлитә көрүнәтти.
Лекин кейин немә болди? Мунәҗҗимләр қиммәт-баһалиқ соғилирини чиқириду: алтун, мәстәк, мурмәкки вә уларни Әйсаға суниду.
Бу муһим меһманлар соғилирини бериветип Бовақ, Мәрийәм һәм Йүсүп билән хошлишип қайтип кетиду.
Кечидә Худа мунәҗҗимләрниң биригә Һиродниң һәқиқий планлирини ечип бериду.
- Худа мениң билән сөзлиди, - дәйду у ағинилиригә. – Худаниң ейтишичә, Һиродниң нийити яхши әмәс. У Боваққа соға әкелишни әмәс, бәлки Униңға зиян кәлтүрүшни ойлимақта. Шуниң үчүн биз униң сарийиға бармаслиғимиз керәк.
Шундақ қилип улар рәһимсиз падишаға Бовақни тапқанлиғини ейтмай, өз жутиға қайтип қайтиду.
Кейинки кечидә Худа чүш арқилиқ Йүсүп биләнму сөзлишиду. Униңға аяли билән Оғлини елип Мисирға қечишқа тоғра келиду. Йүсүп дәрһал орнидин туруп, Бовақ Әйса билән Мәрийәмни елип кечини кечә демәй йолға чиқиду.
Мисирниң йоли узун болған. Улар кейинла Худаниң уларни йоған палакәттин сақлап қалғанлиғини билиду: Һирод мунәҗҗимләрниң униңға хәвәр қилмай кәткәнлиги сәвәвидин интайин ғәзәплиниду. Шуниң үчүн у Бәйтләһәм билән униң әтрапидики мәлиләрдики икки яштин төвән барлиқ оғулларни өлтүрүшни буйрийду. У бу бовақларниң арисида йеңи туғулған Падиша болиду дәп үмүт қилған, лекин Әйса алиқачан бехәтәр йәрдә болған. Көп өтмәй Һирод өлүп кетиду.
Һирод аләмдин өткәндин кейин Худа Йүсүпкә йәнә бир чүш әвәтиду. Бу чүштә Периштә униңға хәтәрниң йоқиғанлиғини вә әнди Исраилға қайталайдиғанлиғини ейтиду.
Йүсүп қайтидин Мәрийәм билән Әйсани елип өзиниң жути Насирәгә қайтип келиду. Мана бу шәһәрдә Әйса Мәсиһ өсүп чоң болиду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалМунәҗҗимләр асманда қандақ аламәтни көрди?
Улар Йерусалимда кимни издәп тепишни күткән? Улар Кимгә кәлди?
Улар Әйсаға қандақ соғиларни елип кәлди?