Еттиздики қойчилар

Еттиздики қойчилар

Муқәддәс Китап, Луқа баян қилған хуш хәвәр, 2-бап, 8-20 айәтләр

Бәйтләһәмниң өп-чөрисидә қойчилар қойлирини беқивататти. Улар кәч киргәндиму ухлиматти, сәвәви қозиларға һуҗум қилишқа тәйяр жиртқуч һайванлар аз әмәс еди. Қойчиларға кечә-күндүз, һава-райиниң қандақ болушиға қаримай қойларға диққәт қилип қарашқа тоғра келәтти. Лекин бу зади немә аламәт? Бу нур адәмниң көзини чаққидәк йоруққу? Нурлинип турған бирси асмандин чүшмәктә! Падичилар алақзадә болмақта. Бу мүмкин әмәс! Бу Худаниң периштәсиғу! Андин периштә уларға:

- Қорқмаңлар! Мән силәргә пүтүн хәлиқни хошал қилидиған бир Хуш Хәвәрни йәткүзимән! – деди.

Периштә қойчиларға кечидә Бәйтләһәмдә туғулған алаһидә бир Бовақ тоғрилиқ йәткүзүш үчүн кәлгәнлигини ейтиду. Бу Бовақ Қутқазғучи, Рәб Әйса Мәсиһтур.

Қойчилар адәмләр узақ күткән Қутқазғучиниң кәлгәнлигини билгәндә, һәйран болиду. Немә дегән хуш хәвәр! Лекин униң кәйнидин улар техиму һәйран қаларлиқ нәрсини аңлиди: Бовақни көрүш үчүн, улар бай сарайға әмәс, бәлки бир атханиға бериши керәк болған. Демәк, улар авал шу атханини издәп тепиши керәк.

Қойчилар бир нәрсә дегичә асманда Периштә мәдһийә ейтип кетиду:

- «Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!»

Мүмкин, бу нахша дунияда ейтилған нахшиларниң арисида әң чирайлиқ нахша болған.

Андин Периштә йоқап кетиду.

Қойчилар бир-биригә қарап:

- Қени ундақта, Худа ейтқандәк, биз Бәйтләһәмгә берип Қутқазғучини тапайли! – дәп қарар қилиду.

Улар бу йеңилиқни уларға Худа ейтти дәп қаттиқ ишәнди.

Қойчилар Худаниң уларниң қойлирини сақлап қалидиғиниға ишинип, Бәйтләһәмгә алдирап кетиду. У йәрдә улар атханини тепип, һәммә нәрсиниң Худа ейтқандәк болғанлиғини көриду. Улар Мәрийәмни, Йүсүпни вә оқурда ятқан Бовақни көриду.

Қойчиларниң қәлби зор хошаллиққа толиду, чүнки улар һәммиси узақ күткән Қутқазғучи Мәсиһ Әйсани, йәни Худаниң Оғлини биринчи болуп көрүш шәривигә еришиду.

Сөһбәт үчүн соаллар

4 соал
  1. Ким кечидә еттизлиқта болди? Улар у йәрдә немә қилған?

  2. Ким Периштәгә қойчилар билән сөзләшни буйриди? У уларға немә деди?

  3. Периштәниң мәдһийәси немә тоғрисида болди?

  4. Қойчилар Периштәниң сөзлиригә ишәндиму? Улар Бовақни көрүшкә алдиридиму яки таң атқичә күтүп турушни қарар қилдиму?

52. Еттиздики қойчилар00:00 / 04:14