
Даниял Дариос падишаниң сарийида
Муқәддәс Китап, Даниялниң китави, 6-бап
Мидиялиқлар билән персиялиқларниң падишалиғини Корәш падишаси башқурған болуп у Бабил падишалиғиға мидиялиқ Дариосни сайлайду. Дариос дөләтни башқуридиған йүз жигирмә өлкә башлиқлирини сайлайду. Улар үстидин болса дөләттики тәртипкә қарайдиған үч һөкүмдар сайлиниду. Бу һөкүмдарларниң бири Даниял болиду. Падиша Дариос Даниялни интайин қиммәт көрәтти, лекин падиша сарийида униң уттуқлириға көрәлмәслик қилған адәмләр бар еди. Улар Даниялдин қутулуш үчүн бир сүйиқәст планлайду. Бир күни улар падишаниң алдиға келип:
- Падиша Дариос алийлири, мәңгү яшиғайла! Сиз қудрәтлик, кәң қосақ вә рәһимдил падишасиз. Барлиқ адәмләр сизниң рәһимиңиз билән яшимақта, лекин буни һәммиси билидиған әмәс. Шуңа биз сизниң рәһимдиллигиңизни әтрапиңиздики һәммисигә йәткүзүш йолини издәп таптуқ. Сиз мундақ пәрман чүшәрсиңиз: «Бир ай җәриянида дөләттики бирму адәм сиздин башқа һечкимдин рәһим тиләп дуа қилмисун. Һечким йә адәмдин, йә Худадин бирәр нәрсә соралмайду, пәқәт сиздин соралайду. Шу чағда һәммиси сизниң нәқәдәр рәһимдил екәнлигиңиздин хәвәр тапиду.
- Бу ой яхшикән, - дәп қарар қилиду падиша, сәвәви бу сөзләр униң қулиғиға яқиду. – Мән бу пәрманға қол қоюмән. Кимду-ким уни бузса, ширларниң угисиға ташлиниду.