Вәтәнгә қайтиш

Вәтәнгә қайтиш

Муқәддәс Китап, Йәрәмияниң китави, 31 бап, 31-34 айәтләр

Даниял техи бала чеғида Бабилға елип кетилди, лекин у әнди қерип қалсиму өзиниң вәтинини унутмиған еди. У шундақла Худаниң Өзиниң хәлқини қайтуруп әкелишкә вәдә бәргәнлигини унутмиған еди.

Әгәр ибадәтхана әслигә кәлтүрүлүп, барлиқ йәһудийлар Худаға дуа қилиш үчүн қайтидин жиғилған болса, немә дегән яхши болатти! Шуниң билән Даниял өйидә роза тутуп Худаға дуа қилди:

- Рәббим, Сән улуқ вә муқәддәс Худасән, Сән Сени сөйидиғанларға рәһим көрситисән. Сениң хәлқиң болған биз интайин көп хата ишларни қилдуқ. Шу сәвәптин Сән Йерусалимниң вәйран болуп бизниң яқа жутта турушимизға йол қойдуң. Лекин мән Сениң рәһимдил екәнлигиңни билимән вә Сениңдин өтүнимән: мениң хәлқимниң гунайини кәчүрүп, уларға өз жутиға қайтишқа рухсәт бәргәйсән!

Худа Даниялниң дуасини аңлайду, лекин Даниял өзи Исраилға қайтип баралмайду, сәвәви исраиллиқларға у аләмдин өткәндин кейинла жутиға қайтишқа рухсәт берилиду. Бабил падишаси барлиқ ибранийларға жутиға қайтишқа рухсәт берипла қоймай, бәлки уларға Йерусалим ибадәтханисидин еливелинған күмүч вә алтун муқәддәс қача-қомушларни қайтуруп бериду. Исраиллиқларниң хошаллиқтин беши көккә йәтти. Ахири улар әнди әркинликкә еришти!

Лекин бәрибир улар өз жутиға қайтишқа җүръәт қилалмиди, сәвәви бу йәрдә уларниң әнди өйлири билән бағчилири, хошнилири билән достлири бар едидә. Әгәр улар Исраилға қайтип барса, у йәрдә уларни күтүп турғини вәйранчилиқ. Шуңа әгәр улар у йәргә қайтип барса, уларға һәммини қайтидин әслигә кәлтүрүш үчүн нурғун еғир әмгәк қилиши керәк болатти.

Лекин қийинчилиқлардин қорқмиған нурғун адәмләрму болди. Улар Йерусалимға қайтип берип Пәрвәрдигарниң йеңи ибадәтханисини әслигә кәлтүрүшкә қарар қилди.

Нурғунлиған исраиллиқларниң өз жутиға қайтип келиши үчүн нурғун һәптиләр кәтти. Улар өз жутиға қайтип келип өйлириниң бузулуп кәткәнлигини көрди. Сақ қалған өйләрдә болса башқа адәмләр туратти. Еттизлиқлар билән үзүмзарлиқларда явайи чөпләр өсүп кәткән еди. Шундақла башқа йәрләрдин кәлгән адәмләр уларни егиләвелип у йәрдә ишләвататти. Исраиллиқларниң қилидиған иши ейтип бәргүсиз көп еди!

Лекин улар үчүн әң муһими еттизлиқтики ишлар, уруқ териш, һосул жиғиш, яки йеңи өйләрни селиш әмәс. Улар үчүн әсирдә қилалмайдиған әң муһим бир иш бар еди: Пәрвәрдигарни ибадәтханида мәдһийиләш!

Лекин әнди ибадәтханиму көрүнмәтти. Бурун гөзәл шәһәр болған Йерусалим вәйран болуп ятатти.

- Мүмкин, ибадәтханини әслигә кәлтүрүшкә узақ вақит кетиду, лекин қурванлиқ суписини болса биз һазирла ясап чиқалаймиз, - дәйду роһаний. – У алдинқи қурванлиқ суписи турған җайда туруши керәк.

Шуниң билән адәмләр қурвангаһ селинидиған җайни тазилашқа киришиду. Көп өтмәй улар Худаниң уларға жутиға қайтип келишкә рухсәт бәргини үчүн Худаға қурванлиқ әкелип, Униңға минәтдарлиғини көрситәлиди. Көп жиллардин кейин йеңи ибадәтхана муқәддәсләнди. Йерусалим қайтидин чирайлиқ шәһәргә айлинип, униң әтрапини шәһәр теми қоршап туратти.

Исраиллиқлар Бабил тутқунидин қайтип кәлгәндин кейин Худа Өзиниң әмирлирини уларниң ядиға селиш үчүн қайта-қайта пәйғәмбәрләрни әвәтип турди; Худаға қайта-қайта уларни җазалап, қайта-қайта уларни кәчүрүшкә тоғра кәлди. Лекин бурун Худа бир пәйғәмбәр арқилиқ бир күни барлиқ ишларниң өзгирип бурунқидәк болмайдиғанлиғини ейтқан.

«Мән Исраил вә Йәһудийә хәлқи билән йеңи келишим түзидиған бир вақит келиду. Бу келишим, Мән уларниң әҗдатлирини қолидин йетиләп, Мисирдин елип чиққанда түзгән бурунқи келишимгә охшимайду. Мән бурун уларға садақәтмән әр болған болсамму, улар йәнила келишимни бузди. Мән кейинки вақитларда исраил хәлқи билән түзмәкчи болған йеңи келишим мундақ болиду: Мән қанунумни уларниң мейиисигә қуйимән, жүригигә язимән. Мән уларниң Худаси болимән. Уларму Мениң хәлқим болиду... Мән уларниң гуналирини кәчүрүветимән вә уларниң яманлиқлирини көңлүмдә қайта сақлимаймән». (Муқәддәс Китап, Йәрәмияниң китави, 31 бап, 31-34 айәтләр).

Сөһбәт үчүн соаллар

1 соал
  1. Худа бу вәдисини қачан орунлимақчи еди?

49. Вәтәнгә қайтиш00:00 / 05:56