Даниял ширларниң угисида

Даниял ширларниң угисида

Муқәддәс Китап, Даниялниң китави, 6-бап

Мидиялиқлар билән персиялиқларниң пәрманлириниң бир алаһидилиги болған: уларни өзгәртишкә болматти. Һәттаки пәрманға қол қойған падишаниң уни өзгәртишкә һоқуқи болматти. Көп өтмәй Даниял бу йеңи қанундин хәвәр тапиду. Лекин шуниңға қаримай у күнигә үч қетим Пәрвәрдигарниң алдида тиз пүкүп дуа қилатти. У дуа қилидиған бөлминиң деризилири очуқ туратти, шуңа талада жүргән сарай хизмәткарлири униң үнини очуқ аңлатти. Шуниң билән һөкүмдарлар униң өйигә бесип кирип уни тутқун қилиду.

Шу ан у падиша Дариосниң алдиға елип келиниду. Уни тутқун қилғанлар падишаға өзиниң көргинини вә аңлиғинини йәткүзиду. Падишаниң қәлби интайин йерим болиду.

- Бу мүмкин әмәс! – вақирайду падиша. – Силәр мениң достумға вә әң яхши һөкүмдаримға бундақ яла чаплалмайсиләр... Мән буниңға йол қоймаймән!

- Лекин улуқ падиша алийлири, биз униңға яманлиқ тилимәймиз! – дәп җавап беришкә җүръәт қилди уларниң бирси. – Бу киши қанунға хилаплиқ қилди!

- Ялған ейтиватисән! – вақирайду падиша. – Силәр Даниялни йоқ қилишни халайсиләр, шуниң үчүн силәр мени бу пәрманға қол қойғуздиңлар! Көзүмдин йоқилиш!

Дариос үмүтсизликтә еди. Әтидин кәч киргичә у ойға петип өзиниң ярдәмчилири вә достлири билән мәслиһәтлишәтти. Лекин һечким бу пәрманни қандақ өзгәртишни билмәтти. Көңли бәк йерим болған падиша Дариос, ширларниң үгисиниң алдида турған Даниялниң алдиға келиду. Җинайәтчи өлүмгә мәһкүм қилинғанда, ширлар ечиқап кетиши үчүн уларға бир нәччә күн тамақ берилмәтти.

Немә қилишини билмигән Дариос қолини Даниялниң мүрисигә қоюп:

- Саңа сән садиқлиқ билән хизмәт қилидиған Худайиң саңа ярдәм бәргәй. Мән болсам саңа ярдәм беришкә амалсиз, - дәйду.

Шуниң билән Дариосниң буйриғи бойичә Даниял ширларниң угисиға ташлиниду. Дариос кәчкиргичә һечнемә йейәлмиди, кечидә болса ухлалмиди. Күн чиққан һаман у ширларниң угисиға алдирап бариду.

- Даниял! – чақириду падиша титиригән авази билән. – Даниял, сән тирикму? Сени Худайиң қутқаздиму?

Угидин Даниялниң астағина авази чиқиду:

- Һә-ә, алийлири! Худа Өзиниң периштәсини әвәтти. У ширларниң ағзини йепип қойғачқа, улар маңа зиян қилмиди.

Шу ан улар Даниялни ширларниң угисидин чиқиривалиду. У пүтүнләй сақ болуп чиқиду. Падиша болса алаһидә хошаллинип, өзини интайин йеник һис қилиду. У сарайға қайтип кәлгәндә, Даниялниң дүшмәнлирини дәрһал ширларниң угисиға ташлашни буйрийду. Андин дөләттики барлиқ һөкүмдарларға мундақ дәп хәт әвәтиду:

- Мән шундақ буйриймәнки, мениң падишалиғимниң барлиқ аһалиси Даниялниң Худасини һөрмәтлисун, сәвәви У тирик Худа. У қутқузалайду вә мөҗүзиләрни яриталайду. Униң падишалиғи мениңкигә қариғанда селиштурғусиз йоған вә у мәңгүлүктур.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Даниял Дариосниң йеңи пәрмани тоғрилиқ аңлиғанда немә қилиду?

  2. Дариос Даниял ширларниң угисиға ташлиниш алдида турғанда униңға немә дәйду?

  3. Дариос Даниял қутқузулғандин кейин қандақ пәрман чиқириду?

48. Даниял ширларниң угисида00:00 / 05:00