Даниял вә униң ағинилири

Даниял вә униң ағинилири

Муқәддәс Китап, Даниялниң китави, 1-бап

Нибукәднәзәрниң сарийида бир нәччә йәһудий жигит турған, улар падиша вә ақсүйәкләрниң әвладидин болған. Падишаниң бу яш жигитләргә алаһидә плани болған. У бу жигитләргә үч жил җәриянида бабил тилини вә һәрхил илимларни үгәтмәкчи болди. Шуниң билән улар кәлгүсидә униңға бүйүк дөләтни башқурушқа ярдәм берәтти. Бу жигитләрниң исимлири Даниял, Хананя, Мишаел вә Азарялар еди. Лекин уларниң йәһудий екәнлиги унтулуп кетиши үчүн уларға бабиллиқ исимлар берилди: Белтишаззар, Шадрак, Мешак, Абедниго. Ағиниләр әсирдә болсиму, өзиниң Худасиға ишинишни вә дуа қилишни давамлаштурди. Улар өлүп кетишигә қаримай, падишаниң таамлири билән шаривини ичип булғанмаслиққа қарар қилиду.

Худа бу яш жигитләрниң қәйсәрлиги билән садиқлиғини берикәтләп, уларға әқил-парасәт, билим вә оушқа қабилийәт, шундақла чирайму бериду.

Даниял болса Худадин алаһидә қабилийәтни қобул қилиду – Худаниң Роһиниң ярдими билән у чүшләр билән вәһийләрни чүшәндүрәләтти.

Бир күни у Нибукәднәзәрниң һечким чүшәндүрәлмигән чүшини чүшәндүрүп бериду. Падиша һаң-таң болиду, лекин Даниял бу қабилийәтниң униң әмәс, бәлки униңға Худа тәрипидин берилгәнлигини ейтиду. Нибукәднәзәр Даниял ибадәт қилған һәқиқий Худани улуқлайду.

Сөһбәт үчүн соаллар

4 соал
  1. Нибукәднәзәр өзиниң сарийида кимни турғузди?

  2. Уларниң исимлири ким?

  3. Уларниң бу жигитләргә болған плани қандақ болған?

  4. Бу жигитләр қандақ қарар қилди?

44. Даниял вә униң ағинилири00:00 / 03:02