Тутқун болуш

Тутқун болуш

Муқәддәс Китап, 2 Падишалар 24-бап

Падиша Сулайманниң улуқ вә бай дөләтни башқурғинидин үч йүз жилдин артуқ вақит өтти.

Униң өлүмидин кейин падишалиқ иккигә бөлүнүп кетиду. Йерусалим бурунқидәкла баш шәһәр болуп қалди. У йәрдә падишаниң сарийи вә әң муһими Сулайман салған ибадәтхана болған. Әнди бу йәр Йәһудийә дәп атилатти.

Әпсус лекин һәм падиша, һәм хәлиқ Худаниң йолидин езип, Униң әмирлирини орунлимай бутларға чоқунуп кәтти. Худаниң пәйғәмбәрлири уларни товва қилишқа чақирди, лекин уларни һечким тиңшиматти.

Андин Худа дөләтни җазалап уларға бабиллиқларни әвәтиду вә улар исраиллиқларни тутқун қилиду.

Нибукәднәзәр йәһудийларниң әң хәтәрлик дүшмини болиду. У Йерусалимға келип, падишани тутқун қилип, барлиқ алтун вә ибадәтханидин күмүч қача-қомушларни еливелип, уларни Бабил шәһиридики бутниң ибадәхтанисиға қойиду. Бабиллиқлар шундақла Сулайманниң ибадәтханисидин вә сарийидин байлиқларни еливалиду. Улар һәммини булиғандин кейин, падишаниң сарийи, ибадәтхана вә шундақла бай йәһудийларниң өйлиригә от қоюветиду.

Нибукәднәзәр яш жигитләрни, падишаниң оғуллири билән йәһудий рәһбәрлирини, йәттә миң талланған йәһудий җәңчилирини вә шундақла яғашчилар билән төмүрчиләрни тутқун қилип Бабилға елип кетиду.

Шундақ қилип Йәһудийә билән Йерусалим Нибукәднәзәрниң илкигә өтиду.

Бундақ қилиш арқилиқ Пәрвәрдигар Өзиниң бойсунмайдиған вә гунакар хәлқини җазалайду. Исраил хәлқи әсирдә болғанда, Пәрвәрдигарниң һәқиқий Худа, бутларниң болса сахта худалар екәнлигини чүшиниши керәк болған.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Пәрвәрдигарниң хәлқи Униңға садиқ болдиму?

  2. Йәһудийларниң асасий дүшмини ким болди?

  3. Бабиллиқлар Йерусалим билән немә қилди?

43. Тутқун болуш00:00 / 03:14