
Нинәви хәлқиниң товва қилиши
Муқәддәс Китап, Юнусниң китави 3-бап
Бир нәччә һәптидин кейин Юнус йоған шәһәрниң кочилирида меңип, һәқәйәрдә Худа униңға бәргән сөзни йәткүзди:
- Қириқ күндин кейин Нинәви вәйран болиду.
Қизиқ, лекин һечким уни мәсхирә қилмайду. Һечким униңға һуҗум қилмайду вә уни қорқутмайду. Әксичә адәмләр униң сөзлиригә ишиниду. Улар аңлиған җаза уларға адил билинәтти: улар нурғунлиған хәлиқләр билән җәң қилип нурғун яманлиқ қилатти. Шуңа улар бир нәрсини билгән: улар чоқум бир күни җазалиниду.
Падишаму пәйғәмбәр тоғрилиқ вә униң җаза тоғрилиқ болған тәлимини аңлайду.
- Һәммә адәмләр Худаға дуа қилсун, - буйрийду у. – Мүмкин, У бизни техи кәчүрәр. Һәммиси роза тутсун, шундақла өзиниң товва қилғанлиғини көрситиш үчүн, қиммәт кийимләрниң орниға кәндир рәхткә орансун.
Қириқ күн өткәндин кейин Юнус бир егиз дөңгә чиқивелип Нинәвиниң вәйран болушини күтүп туриду. Лекин һечнемә болмайду. Күн петиш алдида туратти, лекин Нинәвигә техи һечнемә болмиған еди. Шуниң билән Юнус аччиғлиниду. Ундақта у немишкә Худаниң келиватқан җазаси тоғрилиқ йәткүзди? Әгәр Нинәвиниң яман адәмлири өлүп кәткән болса, яхши болатти.
Юнус чиқивалған дөңниң үсти интайин иссиқ еди, Юнус бу сәвәптинму терикип туратти. Лекин у әтиси ойғанғанда, өзигә жирақ әмәс йәрдә бир өсүмлүкни көриду. Бу өсүмлүкниң йопурмақлириниң сайисида Юнус өзини хелила яхши һис қилип қалди.
Бу өсүмлүкниң бу йәрдә өсүп чиқишиға йол қойған Худадур. Лекин әтиси Худа бу өсүмлүкниң қуруп кетишигә йол қойди.
Бу сәвәптин Юнус қаттиқ көңүлсизлинип, һәтта өлүп кетишкиму тәйяр болиду.
Шу чағда Худа униңға: - Көрдиңму, сән өзәң әмгәк қилип өстәрмигән өсүмлүк тоғрилиқ өкүнисән. Ундақ йәрдә нурғун адәмләр туридиған Нинәвигә Мән қандақ ичимни ағритмаймән?
Шу чағда Юнус Пәрвәрдигарниң нәқәдәр сәвирчан, рәһимдил вә кәчүрүмчан екәнлигини чүшиниду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалЮнус Нинәвигә Худаниң қандақ сөзини йәткүзди?
Нинәвиниң хәлқи униң тәлимини аңлап немә қилди?
Пәрвәрдигар Нинәви билән немә қилди?