
Юнусниң қечиши
Муқәддәс Китап, Юнусниң китави, 1-4 баплар
Қедимий заманларда Пәрвәрдигар Худа Өзиниң сөзини падишалар яки хәлиқләргә йәткүзүш үчүн, алаһидә адәмләрни талатти – улар пәйғәмбәр дәп атилатти. Улар Худаниң буйруқлирини әмәлгә ашуриши керәк болған. Бундақ пәйғәмбәрләрниң бири Юнус дәп аталған бир адәм болған.
- Юнус, - деди Худа, - Нинәви шәһиригә берип уларни товва қилишқа чақирғин!
Бешида Юнус хата аңлиғандәк ойлайду. Нинәвигә? Нинәви Ассирийәниң әң йоған шәһири болған. Ассирийә болса улуқ вә қудрәтлик дөләт болған. У йәрдә Худаниң сөзини йәткүзүш мүмкин әмәс! У йәрдики хәлиқ уни мәсхирә қилиду. Адәмләр у йәрдә уни чалма-кесәк қиливетиши яки һәтта өлтүрүветишиму мүмкин!
- Яқ, - дәп қарар қилиду Юнус, - мән һәргизму Нинәвигә бармаймән! У Худаниң буйруғини орунлимаш үчүн, Худадин қечип яқа жутта йошурунивелишқа қарар қилиду. Йол һәққини төләп у кемигә чиқиду вә йолға атлиниду.
Бешида һәммә нәрсә оңушлуқ болди. Лекин улар деңизниң оттурисиға кәлгәндә қаттиқ боран чиқип, долқунлар һәйвәтлик көтирилип кетиду. Кемичиләр бәкму қорқуп кетиду, вә уларға кемә чөкүп кетидиғандәк көрүнгәндә, улар өзлириниң худалириға илтиҗа қилишқа башлайду:
- Бизгә ярдәм бәргәйсиләр! Бизни қутқузуңлар! Худалар, бизни аңлаңлар!
Лекин боран тохтимиди. Юнусчу? У тирик Худани биләттиғу? Уму дуа қилғанму? Яқ, сәвәви у Худаниң уни есигә елишини халиматти. Юнус кеминиң астинқи бөлүмигә чүшүп, у йәрдә ухлап қалиду. Кемә капитани келип уни ойғитиду.
- Орниңдин туруп өзәңниң Худасиға дуа қилғин, әгәр сениң Худайиң болса! Чөкүп кетиш алдида турғинимизни көрмәйватамсән?!
Юнус бу боранниң униң қечип кәткинигә қандақту бир мунасивити барлиғини туюп туратти. Лекин у бәрибир Худа билән сөзләшни халиматти.
Шуниң билән кемичиләрниң бири:
- Қени, чәк ташлайли, - дәп вақирайду. – Буниң арқилиқ биз Худаниң ким сәвәплик бизни бу боран билән җазалаватқанлиғини биләләймиз.
Чәк Юнусқа чиқти.
- Сән ким болисән вә Худа сени биз билән биргә қошуп җазалиғидәк қандақ иш қилдиң?
- Мән асманларни, зиминни вә деңизни яратқан тирик Худаға хизмәт қилимән, - дәйду Юнус. – Лекин һазир болса мән Униңдин қечип жүримән. У мени Нинәвигә әвәткән, мән болсам у йәргә беришни халимидим.
Кемичиләр бу адәм билән немә қиларини билмәй җим турди.
- Мени елип деңизға ташлаветиңлар! – деди Юнус. – Шу чағда боран тохтайду, сәвәви силәр бу апәткә пәқәт мениң сәвәвимдин йолуқтиңларғу.
- Яқ, - қарар қилди кемичиләр, - биз бундақ қилалмаймиз.
Лекин улар қанчилик тиришсиму, буниң пайдиси йоқлиғини көрүп, Юнусниң өзлири пәқәт билмәйдиған Худасидин кәчүрүм тиләп, Юнусни суға ташлаветиду.
Шу һаман боран тохтайду. Авал кемичиләр буниңға ишинәлмәйду, лекин кейин кемидә тизлинип туруп һәқиқий Худаға дуа қилиду.
Юнусчу? У чөкүп кәттиму?
Яқ! Пәрвәрдигар Өзиниң пәйғәмбириниң өлүмини халимиғандә. У Юнусниң Нинәвидә Худаниң сөзини йәткүзүшини халиған. Шуниң үчүн Худа Юнусни жутуветиш үчүн, йоғандин-йоған бир белиқни әвәтиду. Пәйғәмбәр белиқниң ичидә үч күн вә үч кечә болиду. Бу вақитта у Пәрвәрдигарға дуа қилиду. Шуниң билән Пәрвәрдигар белиққа Юнусни қуруқлуққа түкүрүп чиқириветишини буйрийду.
«Худа немә дегән қудрәтлик! – ойлайду Юнус қуруқлуққа чиқип. – У деңиз борини билән деңиз һайванлириға буйриғанда улар Униңға бойсунидекән».
Шуниң билән у дәрһал Нинәвигә маңиду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалЮнус немишкә Нинәвигә беришни халимиған? У қәйәргә вә қандақ қачти?
Немишкә боран башланди?
Боран немишкә тохтиди? Юнус қандақларчә қуруқлуққа берип қалди?