Шибаниң аял падишаси

Шибаниң аял падишаси

Муқәддәс Китап, 2 Падишалар, 10-бап

Сулайманниң вә у салған карамәт беналарниң даңқи пүтүн дунияға тарқилиду. Адәмләр һәйвәтлик ибадәтханини көрүш үчүн вә Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн Йерусалимға келәтти. Уларниң арисида Шибаниң аял падишасиму бар еди. Бу аял өзи наһайити бай еди, шуңа у Сулайманға қимәттин-қимәт соғиларни елип келиду. У төгиләргә қиммәт-баһалиқ әттирләрни, алтун вә қиммәт-баһалиқ ташларни артип елип келиду.

Бу абройлуқ меһманни Сулайман падишаларчә қарши алиду. Шибаниң аял падишаси униңға һәртүрлүк соалларни қоюп, униң билән көңлидә болған барлиқ нәрсиләр тоғрилиқ сөзлишиду. Сулайман униң барлиқ соаллириға җавап бериду вә падиша бу аялға чүшәндүрмигән нәрсә қалмайду.

Бу аял Сулайманниң әқил-параситини, Сулайман салған өйни, униң йемәкликлирини, қуллири туридиған өйләрни, қуллириниң кийимлирини вә у Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға әкелидиған көйдүрмә қурванлиқларни көрүп зоқлиниду.

У һаяҗан ичидә:

- Мән сениң әқил-параситиң билән байлиғиң тоғрилиқ аңлиған, лекин қарисам мән уларниң йерими тоғрилиқму аңлимаптимәнкән! Сениң әқил-параситиң билән ишлириң мән аңлиған барлиқ нәрсиләрдин ешип чүшидекән.

Сени берикәтләп падиша қилған Пәрвәрдигар улуқланғай! У бу ишни Исраил хәлқини мәңгү сөйгәнлиги үчүн қилдидә!

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Шибаниң аял падишаси немишкә узун сәпәргә атланди?

  2. Бу аял Исраилни көргәндә немигә һәйран болди?

  3. Бу аял Сулайманға немә деди?

40. Шибаниң аял падишаси00:00 / 02:54