
Яш қойчи
Муқәддәс китап, 1 Самуил, 16-бап
У заманларда Бәйтләһәм мәлиси, йолувчилар һечқачан кирмәйдиған бир кичик мәлә еди. Лекин Худа дәл мана мошу җайда туридиған бир аилигә Самуилни әвәтиду. Бу аилидики оғулларниң бири кейин Исраил падишаси болуши керәк еди. Өй егиси болған Йишай үчүн Самуил пәйғәмбәрниң униң өйигә кәлгини бир шәрәп болуп, у уни чүшлүк тамақни биллә йейишкә тәклип қилиду. Шуниң билән дәстихан йейилип, Йишай өзиниң оғуллирини тонуштурушқа киришти:
- Бу мениң чоң оғлум, - деди Йишай пәхирлинип.
Самуил ичидә «Бу жигит һазирниң өзидә падишадәкла туридуғу. Мән Саулни падишалиққа майлиғанда, у мана мошунуңдәк егиз вә келишкән болған», дәп ойлайду.
Лекин бу вақитта Самуил Худаниң авазини аңлайду:
- Униң чирайи билән бойиға қарима! Инсан сиртқа қарайду, Худа болса қәлбкә қарайду. Бу жигит падиша болмаслиғи керәк.
Шундақ қилип Йишай кәйни-кәйнидин өзиниң йәттә оғлини Самуилға тонуштуриду. Лекин һәр қетим Худа: «Бу әмәс» дәтти.
Шу чағда Йишай:
- Әнди тамақлинайли, - дәп җоза тәрәпкә қарап маңиду.
- Тохтап тур, сән маңа барлиқ оғуллириңни көрсәттиңму? – сорайду Самуил.
- Мениң йәнә бир кәнҗи оғлум бар. У һазир отлақта қойларни беқиватиду.
- У бу йәргә кәлсун! – деди Самуил.
Көп өтмәй яш Давут Самуилниң алдиға келиду. Давут икки көзи йенип туридиған, келишкән жигит еди.
Пәрвәрдигар Самуилға:
- Уни майлиғин, Мән таллиған адәм мошу! – дәп ейтиду.
Самуил мүңгүздики зәйтун мейини елип униң пешаниси майлап:
- Худаниң намида сени Исраил хәлқи үстидин падиша қилип майлаймән. Пәрвәрдигар сени берикәтлигәй! – дәйду.
Шу ан Худаниң Роһи Давутниң үстигә қониду. Йишай билән униң оғуллири немә дейишини билмәйла қалди, Давут өзи болса шу күни униң билән немә болғанлиғини толуқ чүшәнмәйду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалПәрвәрдигар Самуилға қандақ иш тапшурди?
Йишайниң қанчә оғли болған?
Ким падиша болуп майланди?