Исраил хәлқи падишаниң болушини тәләп қилиду

Исраил хәлқи падишаниң болушини тәләп қилиду

Муқәддә Китап, 1 Самуил китави, 8-10 баплар

Самуил бәкму қерип кәтти. Узун жиллар бу адәм арқилиқ Худа исраиллиқларни йетәкләп кәлди. У сәрдар болуп талаш-тартишларни бир тәрәп қилатти вә пәйғәмбәр болуп, хәлиқни Худаға бойсунушқа чақиратти. Лекин исраиллиқлар өзлиридә сәрдарниң әмәс, бәлки башқа хәлиқләрниңкидәк падишасиниң болушини халатти.

Улар Самуилниң алдиға келип:

- Бизниң үстимиздин падиша қойғайсән! – дәйду.

Самуилниң көңли бәк йерим болиду. У Худаға дуа қилиду. Худа униң дуасиға җавап бериду:

- Хәлиқни тиңша... улар сени әмәс, бәлки Мениң уларни башқурмаслиғим үчүн Мени рәт қилди.

Шуниң билән Самуил барлиқ исраиллиқларни жиғип уларға мундақ деди:

- Худа силәргә падишани бериду, лекин силәрниң униң алдида мундақ вәзипилириңлар болиду: силәрниң оғуллириңлар униң җәңчилири болиду, бәзилири атларни минип униң ат-һарвусини қоғдап жүриду. Улар униң җәң һарвулири үчүн җабдуқларни ясайду вә униң етизлиғида ишләп униң үчүн һосул жиғиду.

Силәрниң қизлириңлар униң тамиғини етип, ненини пүшириду. У силәрниң әң есил үзүмзарлиқлириңларни, етизлиқлириңларни вә бағлириңларни тартивелип уларни йеқинлириға бериветиду. У силәрниң һосулуңларниң ондин бир қисмини елип өзиниң хизмәтчилиригә бериду.

Силәрниң әң есил қуллириңлар униң үчүн хизмәт қилиду. Шу чағда силәр падишаиңлар болушни халиғиниңларға өкүнисиләр вә Худадин уни йоқ қилишини тиләйсиләр, лекин Худа силәрни аңлимайду.

Лекин улар Самуилниң сөзини аңлимай:

- Биз падишаимизниң болушини халаймиз! – дәп ейтти.

Шуниң билән Пәрвәрдигар уларға Саулни падиша қилип қоюшини буйриди. Саул яш вә келишкән болуп, хәлиқниң арисида һәммисидин егиз еди. Исраиллиқлар уни хошаллиқ билән қарши елип

- Падиша яшиғай! – дәп вақирашти!

Лекин Саул яхши падиша болмиди. У Худаниң әмирлиригә бойсунмай өзи халиғандәк иш қилди. Шуниң үчүн Худа Саулниң әвлатлириниң Исраил хәлқиниң падишалири болушини халимиди.

У техи падишалиқ қилғанда, Худа бир яш жигитни таллайду. Бу жигит Саул аләмдин өткәндин кейин Худаниң хәлқини елип меңишқа тоғра келиду.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Самуил хәлиқ үчүн ким болған? У немә қилиши керәк болған?

  2. Хәлиқ немишкә падишайиниң болушини халиған?

  3. Худа буниң тоғрилиқ немә ейтти?

32. Исраил хәлқи падишаниң болушини тәләп қилиду00:00 / 04:04