Қизил деңизда йолниң пәйда болуши

Қизил деңизда йолниң пәйда болуши

Муқәддәс Китап, Мисирдин чиқиш китави, 13:20-22; 14; 15:1,22

Исраиллиқлар кәткән һаман, Мисир падишаси уларни қоюп бәргинигә өкүниду.

- Биз уларни қоғлап йетишишимиз керәк! – буйриди у өзиниң җәңчилиригә. – Уларни қайтуруп әкелип қаттиқ җазалаймиз.

Шуниң билән улар жүгрүк атлар қетилған икки чақлиқ һарвуларда, оқ-ячилар билән биллә исраиллиқларни қоғлап йетишкә атланди.

Исраил хәлқи Кәнъан зиминиға атланди. Худа Өзи уларға йолни көрситип маңди. Худа уларниң алдида күндүзи булут түвригидә, кечидә болса от түврүгидә маңди. Күндүзи булут уларни аптаптин сақлатти, кечидә болса от уларниң йолини йорутатти. Булут тохтиғанда, хәлиқ Мусаниң буйриғи билән чедир тикип дәм алатти. Лекин булут қозғалғанда, исраиллиқлар қайтидин йолға чиқатти.

Шундақ қилип улар Қизил деңизгә йетиду вә қирғақта орунлишиду. Улар чедирлирини тикмәй турупла арқисидин атларниң топурлап келиватқанлиғини аңлайду. Улар Мисир тәрәпкә көз ташлиғинида, падишани вә ат һарвулирида чепип келиватқан нурғунлиған җәңчиләрни көриду. Мисир падишаси уларни қайтидин Мисирға қайтуруп әкелиш үчүн уларни қоғлимақта еди.

Улар дир-дир титиришип қоғлап келиватқан һарвуларға қарашти. Әнди немә қилиш керәк? Уларниң алдида деңиз, арқисида болса – өзиниң җәңчилири билән Мисир падишаси йеқинлашмақта еди. Исраиллиқлар интайин қорқуп кетип Мусани әйипләшкә башлайду:

- Сән бизни чөлгә өлтүрүш үчүн елип кәлдиңму? Бу йәрдә өлүп кетиштин көрә, мисирлиқларниң қули болсақ яхши болатти.

Улар Худаниң қилған ишлири үчүн минәтдар болушниң орниға мана мошундақ наразилиқ билдүрди. Лекин Муса кичик пейиллиқ билән уларни тиничландуруп:

- Қорқмаңлар! Пәрвәрдигарниң бүгүн бизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрисиләр!

Худа Өзи биз үчүн күрәш қилиду, шуңа силәр әнсиримәңлар! - деди.

Шу һаман мүмкин әмәс бир иш йүз бәрди. Кәч киргичә исраиллиқларниң алдида турған булут түврүги қозғилип, хәлиқ билән мисирлиқларниң арисида турувалди. Туюқсиз мисирлиқлар өзиниң алдида қелин бир булут темини байқиди. Шуниң билән улар алақзадә болди вә падиша уларға булут йоқап кәткичә күтүп турушини буйриди.

Бу булут сәвәвидин мисирлиқлар тәрипи қараңғулуқ билән қапланған болуп, исраиллиқлар тәрипи болса йоруқ еди. Шуниң билән исраиллиқлар бираз тиничланди. Лекин улар әнди қандақ қилиши керәк? Һәммиси Мусаға қарап туратти, шу чағда Худа униңға:

- Қолуңдики тайиғиңни деңиз тәрәпкә көтәргин вә исраиллиқлар деңиз ара қуруқлуқни кезип өтиду, - деди.

Муса деңиз бойида турған пети қолини су үстидин көтириду. Шуниң билән деңиз қозғилип, қаттиқ шамал чиқти. Шамал улғийип суни бир чәткә қозғавәтти. Ахири икки суниң арисида кәң йол пәйда болди. Шуниң билән хәлиқниң алдида су иккигә бөлүнүп, йол пәйда болди. Худа мөҗүзә яратти! Исраиллиқларниң жүриги орниға чүшти. Адәмләр аилилири билән биринчи болуп деңизниң нәм тегигә қәдәм ташлиған Мусаға әгишип маңди.

Булут мисирлиқларниң көз алдидин аста көтирилгәндә, улар атлирини алдиритип, алға илгирилиди. Улар деңизда пәйда болған йолни көрүп шу йолға атлиниду. Көп өтмәй уларниң һарвулириниң чақлири нәм қумға тиқилди, лекин Мисир падишаси җәңчилирини һеч немигә қаримай алға һайдиди. Шу арида исраиллиқларниң һәммиси деңизниң у четигә өтүвалди. Муса деңиз тәрәпкә бурулуп қолидики тайиғини бир көтүрүп чүшәрди. Шу ан шамал тохтап, деңиз сүйлири қайтидин өз орниға қозғалди. Һаң-таң болған исраиллиқлар деңизға қарап туратти. Мисирлиқлар көрүнмәтти, уларниң һарвулириниң парчилири суниң үстидә ләйләп туратти.

Исраиллиқлар тәнтәнә қилди вә Муса билән хошаллинип нахша ейтти.

- Рәббим мениң қудритим һәм шәривимдур. У мени қутқазди. У мениң Худайим, шуңа мән Уни мәңгү улуқлаймән!

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Мисирлиқлар немишкә исраиллиқларни қоғлиди?

  2. Пәрвәрдигар Мисир падишасиниң җәңчилирини қандақ тохтатти?

  3. Пәрвәрдигар қандақ қилип деңизни иккигә бөлди?

20. Қизил деңизда йолниң пәйда болуши00:00 / 06:06