
Йүсүпниң қулға айлиниши
Муқәддәс Китап, Аләмниң яритилиши, 37:13-36 баплар
Бир күни Яқуп Йүсүпни отлақта қойлар билән өшкиләрни отлитиватқан акилирини йоқлап келишкә әвәтиду. У униңға мундақ дәйду:
- Берип, акаңларниң сақ-саламәт, падиларниң болса аман яки әмәслигини көрүп келип маңа хәвәр қилғин.
Йүсүп дайим дадисиниң буйруқлирини хошаллиқ билән орунлатти, шуңа у өзи билән йә ешәк, йә хизмәтчини алмай йолға чиқиду. У чирайлиқ кийимини кийип дадиси билән хошлишиду.
Йүсүп акилирини узақ издәйду. Ахири у акилириниң падилар билән қәйәрдә екәнлигини ейтип бәргән бир адәмни учритиду. Йүсүп акилириға йеқинлишиватқанда, улар бир-биригә:
- Әйнә, чүшниң атиси келиватиду. Биз уни өлтүрүветәйли. Андин өлүгини сүйи қуруп кәткән қудуққа ташлаветип, дадимизға уни жиртқуч һайван йәп кетипту, дәйли. Қени, униң чүшиниң әмәлгә ашқинини бир көрәйли, — деди.
Лекин уларниң әң чоңи Рубен:
Уни өлтүрүш керәк әмәс, қан төкмәймиз, уни чөлдики қуруп кәткән қудуққа ташливетәйли, - дәйду.
Рубен кейин қайтип келип Йүсүпни қудуқтин чиқирип, атисиға қайтурмақчи еди. Қериндашлар Йүсүпни өлтүрмәсликкә мақул болди. У кәлгән һаман, улар уни тутувелип рәңлик кийимини йешивалди. Шу чағда Йүсүп акилириниң униң билән немә қилмақчи болғанлиғини чүшәнди. Шуниң билән у аччиқ жиғлап, уларға уни қоюп беришини ялвурди, лекин уларниң қәлби җаһиллиққа вә яманлиққа толғачқа, улар уни тиңшимиди.
Шуниң билән улар Йүсүпни чоңқур қудуққа ташливәтти. У йәрдә у уссап вә қосиғи ечип һерип ятқан еди. У әнди өзиниң сөйүмлүк дадисиға һечқачан қайталмайдиғанлиғини ойлиғанда, қәлби интайин азаплинатти!
Йүсүпниң җаһиллишип кәткән акилири униң аһу-зари билән көз яшлириға қаримай тамақ йегили олтарди. Шу чағда улар бир карванни көрди. Бу Мисирға қиммәт баһалиқ мом вә башқа затларни елип баридиған содигәрләр еди. Қериндашларниң бири Йәһуда мундақ дәйду:
- Бу карван Мисирға кетип бариду. Йүсүпни қулчилиққа сетиветәйли! Шу чағда бизгә уни өлтүрүш керәк әмәс болиду, сәвәви у биздин жирақ болидудә.
Карван йеқинлашқанда, қериндашлар содигәрләргә мундақ дәйду:
- Биз силәргә бир қулни сетивәтсәк дәймиз. Бу жигиткә он йәттә яш, у сағлам һәм күчлүк. Силәр Мисирда уни яхши баһаға сетиветәләйсиләр, у силәрниң пайдаңларға қалиду.
Шуниң билән қериндашлар Йүсүпни арқан билән қудуқтин чиқиривалиду. Содигәрләр болса уни бир қарап чиқип, уни жигирмә күмүч тәңгигә сетивалиду.
Өзиниң җинайитини йошуруш үчүн, қериндашлар Йүсүпниң кийимини елип өшкиниң қениға миләп, дадисиға елип бариду. Буни көргән Яқуп:
- Бу мениң оғлумниң кийими, шүбһисизки, у жиртқуч һайванларға йәм бопту, - дәйду.
У сөйүмлүк оғли үстидин узун күнләр һәсрәт чекип жиғлайду, лекин һеч қандақ нәрсә униңға тәсалли берәлмәйду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалЙүсүпниң акилириниң қорқунучлуқ плани қандақ болған?
Қериндашларниң арисида қайсиси Йүсүпни қутқузмақчи болған?
Қериндашлар Йүсүп билән немә қилди?