
Йүсүпниң акилири билән учришиши
Муқәддәс Китап, Аләмниң яритилиши, 42, 43, 44, 45 баплар
Биринчи йәттә жилда Мисир зиминида һосул мол болди. Бу вақиттин кейин йәттә жил ачарчилиқ болди. Пүтүн Мисир зиминида ачарчилиқ сәвәвидин йәйдиған нәрсиси қалмай, мисирлиқлар падишадин йемәклик сорап кәлди:
- Биздә йәйдиған нәрсә қалмиди, биз өлүм алдида туримиз.
Падиша уларға:
- Йүсүпниң алдиға бериңлар, у силәргә ярдәм бериду, - деди.
Хәлиқ Йүсүпниң алдиға барди вә у уларға амбарлардики ашлиқни сетишқа башлиди. Адәмләр нурғунлиған башқа дөләтләрдин Мисирға ашлиқ сетивелиш үчүн кәлди. Ашлиқни адәмләр күмүчкә сетивалатти. Йүсүп уларниң пулини қобул қилип, мишкаплириға буғдай селип берәтти. Мисирниң абмарлирида буғдай интайин көп болған, шуңа Йүсүп уни барлиқ һаҗәтмәнләргә саталайдиған болди.
Яқуп турған Кәнъан зиминидиму ачарчилиқ болди. Мисирда ашлиқниң бар екәнлигини аңлиған Яқуп оғуллирини Мисирға әвәтиду. Улар узун вә еғир сәпәрдин кейин ахири падишаниң хан ордисиға келиду. У йәрдә уларни бир адәмниң алдиға әкәлди. Бу адәм уларниң алдида һәйвәтлик руслинип турғанда, улар униңға һөрмәт билдүрди. Униң кийими болса нәқәдәр чирайлиқ болған! «Бу Падишаниң вәзири болуши керәк. Демәк, бу Мисирдики иккинчи әң муһим адәм» ойлиди уларниң арисида чоңи болған Рубен. Лекин у өзиниң иниси Йүсүпни тонимиди. Қериндашлар һөрмәт билдүрүш үчүн вәзирниң алдида өзлирини йәргә атти.
- Алийлири, бизгә рәһим қилип буғдай сетип бәргәйла! Қанчә пул кәтсиму, төләймиз!
Йүсүп болса өзиниң акилирини тониди. Бираз ойланғандин кейин у ойида мундақ қарар қилиду: «Мән акилиримниң қәлбиниң өзгәргән яки өзгәрмигәнлигини көрәй. Улар өзлириниң қилған яман ишини унутмидиму? Улар зади қилғиниға өкүнәмду?» Шуниң билән у рәһимсиз аваз билән:
- Силәр җасус! Силән бу дөләтниң аҗиз йәрлирини пайлап, андин бизгә һуҗум қилиш үчүн кәлдиңлар! – дәйду.
- Яқ, яқ! – дәп ялвуриду қериндашлар вә униң алдида техиму төвән егилиду.
Шу чағда Йүсүп бурун көргән чүшини есигә алиду: йәни акилириниң буғдай бағлириниң униң буғдай беғиниң алдида егилгәнлигини.
Андин Рубен немә болса шу болсун дәп:
- Биз һәммимиз бир атиниң оғуллири. Биз әсли он икки ака-ука едуқ. Бир қериндишимиз өлүп кәтти, кәнҗиси болса өйдә қалди, - дәп ейтти.
- Яхши, - деди Йүсүп, - лекин мән силәрниң растни дәватқиниңларни ениқ билишим керәк. Шуниң үчүн араңларда бири бу йәрдә қелип, қалғанлириңлар өйүңларға буғдайни елип бериңлар. Андин мениң алдимға кәнҗә иниңларни елип келиңлар. Әгәр у кәлсә, силәр йәнә буғдай сетивелип өйүңларға елип кетәләйсиләр. Әгәр кәлмисә, демәк силәр ялған ейтқан болуп, мән ейтқандәк җасус болуп чиқисиләр.
Шуниң билән улар Шимонни қалдуруп, мишкаплирини буғдайға толтуруп өйлиригә қайтиду.
Қериндашлар дадиси Яқупниң өйигә қайтип кәлгәндә, йүз бәргән барлиқ ишларни униңға ейтип бериду. Лекин Яқуп өзиниң кәнҗә оғли Биняминни пәқәтла қоюп беришни халиматти, сәвәви у уни йоқитип қоюштин қорқатти.
Лекин бир нәччә айдин кейин уларниң йемәклиги түгигәндә, у амалсизлиқтин кәнҗә оғлиға акилири билән беришқа рухсәт қилди. Йәһуда Биняминға бирәр иш болуп қалмаслиқ үчүн униңға яхши қараймән дәп вәдә бериду.
Улар Мисирға келә-кәлмәйла, уларни вәзирниң өйигә елип келиду. Улар буни көрүп әнсирәп кетиду. Лекин улар зияпәт тәйярланған йоған ханиға киргәндә һәйран болиду. Падишаниң вәзири немишкә башқиларни әмәс, уларни зияпәткә чақирди? Уларниң һәрбиригә йешиға қарап орни көрситилди. Мисирлиқлар уларниң йешини қандақ биләлиди? Зияпәт башланғанда, вәзир уларниң аилилири тоғрилиқ көпирәк билиш үчүн, улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзлишиду.
Әтиси әтигәндә карван өйгә қайтишқа тәйярланди. Вәзир уларға Шимонни қайтуруп бериду, улар мишкаплирини буғдайға толтуруп өйигә қайтмақчи болиду. Яқуп уларни көргинидә қанчилик хошал болуп кетәр?
Лекин улар техи жирақ кәтмигәндә, атқа мингән вә қуралланған бир нәччә адәм уларға йетишивалиду.
- Силәр немишкә вәзирниң ордисида оғрилиқ қилдиңлар? – дәп вақириди уларниң башлиғи. – У силәрни зияпәткә чақирди, силәр болсаңлар уялмай униң күмүч җамини оғрилавапсиләр!
- Алийлири, - деди Рубен, - Бизниң пәқәтла оғрилиқ қилиш нийитимиз болмиған. Керәк болса, өзиңиз тәкшүрәп беқиң! Кимдә шу нәрсини тапсиңиз, уни җазалисаңлар болиду, қалғанлиримиз болса вәзириңларниң қуллири болуп қалимиз.
Улар мишкаплирини ачқанда, Биняминниң мишкавидин җам чиқти! Лекин әмәлиятта Йүсүп өзи җамни шу мишкапқа селишни буйриған еди. Улар болса, әлвәттә, буниңдин бехәвәр еди. Йүсүп қериндашлирини ахирқи қетим синимақчи болған еди.
Улар жүрәк алди болған һалда падишаниң хан ордисиға қайтти. Йүсүп уларға Биняминни Мисирда қул ретидә қалдурушини буйриди. Шу чағда Йәһуда мундақ деди:
- Алийлири, силәргә сөз ейтишқа рухсәт бәргәйла. Мән атимизға униң кәнҗи оғли аман болиду дәп вәдә бәргән едим. Әгәр Бинямин өйгә қайтип бармиса, бизниң атимиз һәсрәт чекип өлүп кетиду. Шуңа өзлиридин өтүнимән: униңға қайтип кетишкә, маңа болса униң орниға қул болуп қелишқа рухсәт қилғайла.
Әнди Йүсүп акилириниң жиллар бурун униңға қилған җинайитидин пәндийәт алғанлиғини ениқ көрди. Улар бурун укисини қулчилиққа сетивәткән болсиму, әнди болса қериндишини қутқузуп қелиш үчүн униң орнида қул болушқа тәйяр еди. Худа уларниң қәлбини өзгәрткәчкә, улар бурунқидәк әмәс еди. Йүсүп бу нәрсиләрни ойлап қаттиқ жиғлап кетиду. Буни көргән қериндашлар һаң-таң болиду. У бираз өзини басқандин кейин:
- Мән силәрниң иниңлар Йүсүп! – дәйду.
Он бир қериндаш Йүсүпни һечқачан көрмигәндәк униңға қарайду вә уларниң ағзидин бирму сөз чиқмайду. Пүтүн Мисирни башқуриватқан бу адәм Йүсүп еди. Улар атиси уни улардин бәкәрәк яхши көриду дәп, көрәлмәслик сәвәвидин уни қулчилиққа сетивәткән бу адәм дәл шу Йүсүп еди.
- Лекин қорқмаңлар, - деди Йүсүп, - мән силәргә хапа әмәс. Чүнки мән әнди бир нәрсини чүшәндим: Худа силәрни вә нурғунлиған башқа адәмләрни ачарчилиқтин қутқузуш үчүн мени Мисирға әвәтипту. Болмиса биз һәммимиз бу апәт сәвәвидин өлүп кетәттуқ. Ачарчилиқ икки жил бурун башланди, у йәнә бәш жил давамлишиду. Силәр бу йәргә келишиңлар билән мән бу ишларниң һәммисини Худа орунлаштурғанлиғини ениқ билдим.
Қериндашлар қимир қилмай туратти. Улар инисиға шунчилик яманлиқ қилған еди, лекин һазир шунчилик күчлүк болуп кәткән бу адәмниң улардин һәргизму өч елиш ойи йоқ еди.
Йүсүп қучиғини йейип уларға:
- Бинямин! Мән сениң акаң Йүсүп, сән мени тонумайватамсән? – дәп сорайду.
Шу вақитта Бинямин өзини акисиға атти вә улар қучақлишип хошаллиқтин жиғлап кетиду. Уларниң арисидики там ғулиди. Кәйни-кәйнидин қериндашлар Йүсүпни қучағлиди. Улар бу ишларниң растин болуватқанлиғиға ишинәлмәтти. Қериндашлар Йүсүп билән узақтин-узақ сөзләшти – улар униңға һаятидики барлиқ ишларни ейтип беришни халатти!
Йүсүпниң акилириниң кәлгәнлигини аңлиған Мисир падишаси уни чақиртиду:
- Акилириңға ейтқин, улар атаңларни, пүтүн аилилирини елип Мисирға кәлсун, вә ачарчилиқ пүткичә бу йәрдә турсун. Мән уларға Кәнъандин өзиниң аилилирини елип келиш үчүн ат һарвулирини беримән. Улар Кәнъанда қалдуруши керәк тәәлуқатини дәп көңлини йерим қилмисун, мән уларға бу йәрдә керәклик һәммә нәрсини беримән!
Йүсүп падишаға тазим қилип:
- Алийлири, сиз маңа интайин йоған рәһим көрсәттиңиз. Сиз дегәндәк қилишқа киришәй, - дәйду.
Әтисила қериндашлар атиси Яқупни, аилилирини вә падилирини елип келиш үчүн Кәнъанға қайтиду. Йүсүп уларни йолға селиветип, кәйнидин йолға узақ қарайду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалЙүсүпниң еттизлиқтики буғдай бағлири тоғрилиқ көргән чүши қандақ әмәлгә ашиду?
Яқуп немишкә Биняминни акилири билән Мисирға қоюп беришни халимиди?
Қериндашлар мишкаплириниң биридә күмүч җамни тапқанда, немишкә қорқуп кәтти?