Йүсүпниң чүшлири

Йүсүпниң чүшлири

Муқәддәс Китап, Аләмниң яритилиши китави, 37:1-12 бап

Яқупниң он икки оғли болған. Униң оғуллириниң һәммиси чоң болди. Униң бирла Бинямин дегән оғли кичик еди. Яқупниң аяли Раһилә Биняминни туққанда өлүп кәткән. Раһиләниң йәнә бир оғли, Йүсүп, Биняминдин чоң еди. У алиқачан өсмүр болуп, дадисини яхши көрәтти вә барлиқ ишларда униң сөзигә кирәтти.

Яқупниң он чоң оғли өшкә вә қой падилирини бақатти. Уларниң бәзибир қилиқлири дурус әмәс еди, шуңа дадиси буниңдин рази болматти. Йүсүп акилири билән болғанда уларниң наһәқ қилиқлирини көрүп көңли йерим болатти, шуңа у бу ишларни дадисиға йәткүзәтти. Йүсүпниң бу қилиғи акилирини териктүрәтти, шуңа улар униң билән иштик сөзлишип уни чәткә қақатти. Яқупму өзиниң чоң оғуллириға дурус муамилә қилматти, сәвәви у Йүсүпни улардин көпирәк яхши көрәтти. Шуниң билән улар инисини өч көрүп, униңға көрәлмәслик қилидиған болди.

Бир күни Яқуп Йүсүп үчүн алаһидә чирайлиқ вә рәңлик бир кийим тиктүриду. Яқупниң башқа балилириниң бундақ кийими болмиған. Буни көргән Йүсүпниң акилири униңға техиму көрәлмәслик қилишқа башлайду.

Бәзидә Йүсүп алаһидә бир чүшләрни көрәтти. Бир күни у чүшидә акилири билән етизниң оттурисида буғдай бағлаватқанлиғини көриду. Акилири бағлиған буғдай бағлири Йүсүпниң буғдай беғиға сәҗдә қилиду. Йүсүп бу чүшкә интайин һәйран болуп уни акилириға ейтип бериду.

Улар қаттиқ аччиғлинип:

- Сән растинла бизни саңа бойсуниду дәп ойламсән? - дәп ейтиду.

Көп өтмәй Йүсүп йәнә бир чүш көриду. Қуяш, ай вә он бир юлтуз униңға сәҗдә қилиду. Йүсүп бу чүшкә техиму қаттиқ һәйран болиду. У чүшини дадиси билән акилириға ейтип бериду.

Дадиси уни:

- Сән растинла қуяш дегән мән, ай болса сениң анаң, он бир юлтуз болса сениң акилириң, вә биз һәммимиз сениң алдиңға келип йәргичә тазим қилимиз дәп ойламсән? – дәп тиллайду.

Лекин Яқуп бу чүшни қәлбигә пүкүп қойиду. Акилири болса Йүсүпкә техиму аччиғлинип униңға көрәлмәслик қилиду.

- Йүсүп һакавурлишип кәтти, у йоқла бир нәрсиләрни ойлап жүриду. Һеч немә әмәс, биз техи униң әдивини беримиз! – дәп қарар қилди улар.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Яқупниң қанчә оғли болған?

  2. Яқуп Йүсүпни алаһидә яхши көрүп дурус қилдиму?

  3. Йүсүпниң акилири униң чүшлирини аңлап немишкә аччиғланди?

14. Йүсүпниң чүшлири00:00 / 03:52