
Томасниң ишәнмәслиги
Муқәддәс Китап, Юһанна баян қилған хуш хәвәр, 20-баплар, 24-29 айәтләр
Рәб Әйса шагиртлириға көрүнүп уларға Өзиниң ярилирини көрсәткәндә, Униң әң йеқин шагиртлириниң бири Томас улар билән биллә болмиған. Әтиси униң достлири униңға йүз бәргән иш тоғрилиқ һаяҗан ичидә ейтип бериду, лекин Томас гуманлинип:
- Мән силәргә ишәнмәймән, - дәйду. – Мән пәқәт Униң ярилирини қолум билән тутуп баққандила буниңға ишинәләймән.
Томас гуман қилғучи дәп атилиду, сәвәви у Әйсани көрмигичә ишәнмәймән дәп ейтқан. Томас өзиниң бармиғини Әйсаниң миқланған қоллириға салмиғичә вә униң биқинидики нәйзә санчилған ярини тутмиғичә, ишинишни халимиған. Томасқа ишиниш үчүн ениқ дәлилләр керәк болған.
Бир һәптидин кейин шагиртлар қайтидин биллә жиғилди. Әйса алдинқи қетимға охшаш туюқсиз пәйда болди.
- Аман болуңлар! – дәп қарши алди уларни У.
Андин Әйса Томасқа қоллирини сунуп:
- Мана мениң ярилирим, Томас. Тутуп баққин! Гуман қилғучи әмәс, ишәнгүчи болғин, Худаға ишәнч қилғин, - дәйду.
Шуниң билән Томас өзиниң гуман қилғанлиғидин вә алдида ейтқан сөзлиридин номус қилип вә тирилгән Қутқазғучиға болған һәқиқий муһәббәткә толуп, Әйсаниң алдиға жиқилиду вә Униңға сәҗдә қилиду. Андин у титиригән аваз билән:
- Мениң Рәббим вә Худайим! – дәйду.
Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп: Аман болуңлар! — деди. Андин Томасқа: Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тәккүзүп бақ. Гуман қилмай, Маңа ишән, — деди. Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән.
Юһанна баян қилған хуш хәвәр 20:26-28
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалТомас немидин гуманланди?
У немишкә «гуман қилидиған Томас» дәп атилиду?
Әйса Томасни әйиплидиму?