Қуяш билән ай тохтап қалди

Қуяш билән ай тохтап қалди

Муқәддәс Китап, Йошува Навин китави, 10-бап

Кәньан падишалири Ериха шәһиридә немә болғанлиғини аңлап, Йошува Навин билән Исраил хәлқигә қарши урушуш үчүн бирлишиду. Гибъон шәһириниң аһалиси болса исраиллиқлар билән келишим түзиду. Буниңдин хәвәр тапқан бәш падиша шәһәрни ишғал қилиду.

Шәһәр аһалиси Йошува Навиндин ярдәм сорайду, шуниң билән у нурғунлиған җәңчилири билән иттипақдашлириниң дүшмәнлири билән урушуш үчүн чиқиду. Көп өтмәй Кәнъан падишалириниң иттипақи мәғлуп болуп қачиду.

Пәрвәрдигарму Өзиниң хәлқи үчүн күрәш қилди: дүшмәнләрниң армиясигә асмандин йоғандин-йоған мөлдүр яғиду. Кәч кирмәктә еди, дүшмән болса техи мәғлуп болмиған еди, шуңа Йошува Навин:

- Қуяш Гибъон асминида тохтап турсун, ай Айялон җилғисида тохтап турсун! – дәп илтиҗа қилиду. Шуниң билән Пәрвәрдигар бу дуани аңлайду вә исраиллиқлар дүшмәнлирини пүтүнләй вәйран қилмиғичә кәч чүшмәйду. Бундақ иш һеч қачан болуп бақмиған. Бу сәпәрдә Йошува исраиллиқлар билән башқиму шәһәрләрни егилиди, сәвәви Пәрвәрдигар Өзиниң хәлқигә ярдәм бәргән еди.

Сөһбәт үчүн соаллар

3 соал
  1. Қайси шәһәрниң аһалиси исраиллиқлар билән иттипақ түзди?

  2. Гибъон шәһириниң аһалисини ким қутқазди?

  3. Қараңғу чүшәй дегәндә, Йошува немә қилди?

30. Қуяш билән ай тохтап қалди00:00 / 02:18