
Ериха шәһирини егиләш
Муқәддәс Китап, Йошува Навин китави, 5, 6-баплар
Ериха шәһириниң аһалиси исраиллиқлардин қорқуп, шәһәрниң дәрвазилирини йепивалиду. Пәрвәрдигар Йошува Навинға:
- Мән Ериха шәһирини, униң падишаси билән җәңчилирини сениң қолуңға беримән. Сениң җәңчилириң алтә күн бу шәһәрни айлинип өтсун. Йәттә роһаний болса Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң алдида йәттә канайни елип маңсун. Йәттинчи күни болса шәһәрни йәттә қетим айлиниңлар, роһанийлар болса канайларни чалсун. Бу вақит җәриянида силәр бирму сөз демәслигиңлар керәк. Пәқәт сән алаһидә буйруқ бәргәндила хәлиқ жуқури авазда бир вақирисун, шунда шәһәрниң теми пүтүнләй бузулуп кетиду.
Йошува Навин Худаниң барлиқ буйруқлирини роһанийлар билән җәңчиләргә йәткүзиду. У йәнә уларға пүтүн күмүч билән алтунниң, мис билән төмүрдин ясалған барлиқ затларниң Пәрвәрдигарға беғишланғанлиғини ейтиду. Йошува хәлиққә йәнә мундақ агаһландуруш бериду: Ериха шәһиридин өзәңлар үчүн һеч нәрсә алмаңлар, болмиса өлүм җазасиға учрайсиләр.
Исраил хәлқи дәл Пәрвәрдигар ейтқандәк қилиду.
Шундақ қилип Исраил хәлқиниң җәңчилири ишқа киришиду. Әң алдида канайларни көтирип йәттә роһаний маңиду, уларниң арқисида келишим сандуғини көтәргән роһанийлар маңиду, уларниң арқисида болса исраиллар канай челип маңиду. Йошува һәммисигә алаһидә буйруқ болмиғичә җим болушини ейтиду.
Алтә күн җәриянида хәлиқ җим-җитлиқта шәһәрни күнигә бир қетим айлинип чиқиду. Йәттинчи күни таң сәһәрдә улар адәттикидәк сөзлимәй Ериха шәһирини айлинишқа киришиду, роһанийлар болса адәттикидәк канайларни чалмақта еди. Хәлиқ шәһәрни йәттинчи қетим айланғандин кейин, роһанийлар канайларни бир чалиду, вә Йошува:
- Вақираңлар! – дәп буйруқ бериду.
Шуниң билән барлиқ җәңчиләр жуқури авазда бир вақирайду. Шу чағда шәһәр теми тәврәп, униңдики йоғандин-йоған ташлар йерилип йәргә чүшиду вә көп өтмәй һәйвәтлик бу там йәргә гүлдүрләп өрүлүп чүшиду. Бу тамдин пәқәт Раһабниң өйи болған қисмила сақ қалиду.
Исраил җәңчилири дәрһал шәһәргә етилип берип пүтүн шәһәрни егиләвалиду.
Йошува Навин чарлиғучиларға берип Раһаб билән униң пүтүн аилисини өйдин чиқиривелишини ейтиду. Жигитләр уларни издәп тепип Гилгалдики исраиллиқлар тәрәпкә елип бариду. Ериха шәһири болса пүтүнләй вәйран болиду.
Сөһбәт үчүн соаллар
3 соалИсраиллиқлар Ериха шәһирини қанчә күн айлиниши керәк болған?
Уларниң алдида ким маңған? Улар қанчә адәм болған?
Раһаб билән униң аилиси немишкә сақ қалди?