
Павлусниң Римға болған сәпири
Муқәддәс Китап, Әлчиләрниң Паалийәтлири, 21-28 баплар
Павлус билән униң һәмкардашлири кәлгәндә, Йерусалим җамаити қин-қиниға патмай хошал болуп кетиду! Павлус Худаниң униң хизмити арқилиқ бутпәрәсләрниң арисида қилған ишлирини ейтип бәрди, вә һәммиси Худани Униң Қудрәтлик Сөзи үчүн улуқлиди. Лекин бу хошаллиқ узаққа бармиди.
Павлус Йерусалимға келип йәттә күн өткәндин кейин, вәдисини орунлиғинини көрситиш үчүн ибадәтханиға қурванлиқ елип бариду. У йәрдә болса уни йәһудийлар көрүп қелип, уни Әйса Мәсиһниң тәлиматиниң устази дәп қарайду. Улар болса Әйса Мәсиһ тоғрилиқ һечнәрсә билишни халиматти. Улар Павлусни тутувелип, бу киши хәлиқни уларниң қануниға қарши чиқириду вә йәнә өзи билән бутпәрәсләрни елип келип, ибадәтханини булғиди дәп вақирайду. Улар дәрғәзәпкә толуп, Павлусни өлтүрүш үчүн уни ибадәтханидин сөрәп елип чиқиду, сәвәви адәмни ибадәтханида өлтүрүшкә болматти. Клавдиюс Лисияс, Рим әскәрлириниң башлиғи, пүтүн хәлиқниң чуқан селишип кәткәнлигини көрүп, Павлусни зәнҗирләр билән бағлап уни сепилға елип киришни буйрийду. Йолда кетип барғанда Павлус хәлиққә сөзләшкә рухсәт беришни сорайду. У йәһудийларға қандақ қилип Рәб Әйсаға ишәнгәнлиги вә гуналириниң кәчүрүм қилинғанлиғини сөзләп бериду. Бешида йәһудийлар уни диққәт қилип тиңшайду, лекин кейин у Худаниң уни башқа хәлиқләргә (бутпәрәсләргә) хуш хәвәр йәткүзүшкә әвәткәнлигини ейтқанда, қаттиқ вақиришип кетиду. Улар бу адәм өлүши керәк дәп вақиришиду.
Павлусниң ейтқан сөзлири сәвәвидин техиму дәрғәзәпкә толған хәлиқни көргән Клавдиюс Лисияс уни сепилға елип кетишни буйрийду. У өзиниң әскәрлиригә Павлусни уруп уни сораққа тартишни буйрийду. Буни аңлиған Павлус уларға:
- Силәргә Рим пухрасини сотсизла җазалаш рухсәтму? – дәп ейтиду.
Римлиқлар һаң-таң болушуп уни сораққа тармайду, лекин зәнҗирләрни болса йәшмәйду.
Әтиси Павлус синедрионниң алдида туриду. Сот вақтида бир-бири билән қаршилишидиған икки партияниң арисида тоқунуш пәйда болиду. Бирлири уни әйиплисә, башқилири у һечқандақ яман иш қилмиди дәп ейтишиду. Вәзийәт җиддийлашмақта. Йәһудийлар Павлусқа бесим қилмақта. Буни көргән Клавдиюс Лисиюс хәлиқ уни уруп кәтмисун дәп, әскәрлиригә уни сепилға елип кетишни буйрийду.
Кечидә болса Рәб Әйса Павлусқа көрүнүп:
- Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, - дәйду.
Сот узақ болди. Йәһудийлар болса бирнәччә қетим Павлусни өлтүрүвәтмәкчи болди. Ахири улар уни сотлаш үчүн императорниң алдиға әвәтиду.
Буниң үчүн Павлус Әйса Мәсиһ тоғрилиқ император өзигә Хуш хәвәр йәткүзүш үчүн, Римға бериши керәк болиду. Шундақ қилип Рәб Әйса Өзиниң планини әмәлгә ашуриду.
Павлусниң Римға болған сәпири Қәйсәрийәдин маңидиған кемидә башлиниду. Улар узақ вә хәтәрлик сәпәргә атлиниш алдида туратти.
Йәр отра деңизида бу пәсилдә қаттиқ боранлар чиқатти, шуңа кичик кемидә меңиш хәтәрлик еди. Павлус кемичиләрни буниң һәққидә агаһландуриду, лекин улар уни тиңшимайду.
Күнләрниң биридә қаттиқ боран чиқти. Йоғандин-йоған долқунлар кемини у яқтин бу яққа ташлатти. Кемидикиләр кемини сақлап қелиш үчүн, кемидики нәрсиләрниң көпинчиси ташливәтти, лекин әһвал бәрибир техиму начарлашти. Бирнәччә күн кемә қорқунучлуқ деңизниң үстидә үзүп жүрди. Кемидикиләрниң қутқузулушқа болған үмүти пүтүнләй йоқиған еди. Шу чағда Павлус қаттиқ боран сәвәвидин жуқури аваз билән:
- Достлар! Үмүтсизләнмәңлар, араңларда һечким өлмәйсиләр, пәқәт кемә вәйран болиду. Сәвәви мән хизмәт қилидиған Худаниң Периштәси кечидә маңа көрүнүп: «Павлус, қорқмиғин! Сән Қәйсәрниң алдида турушуң керәк!» деди. Достлар, роһиңлар чүшмисун! Мән Рәббимгә ишинимән: һәммә ишлар дәл У дегәндәк болиду! – дәйду.
Боран башланғандин кейин он төрт күн өтүп, кемичиләр қуруқлуқни көрди, лекин қирғаққа йеқинлалмиди. Кемә тирилип қелип қозмалмай туруп қалди, долқунлар болса кеминиң чәт-чөрисини сундуривәтти. Лекин барлиқ адәмләр сақ қалди: улар қирғаққа теч аман чиқивалди.
Худа вәдисидә турди! Һечким чөкүп кәтмиди вә яридар болмиди. Әнди Худаниң Әйсаниң намини Римда улуқлаш плани әмәлгә ашидиған болди.
Худа мөҗүзә яритип Павлусқа Римға йетишкә ярдәм бәрди. У йәрдә у императорниң алдида өзиниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиси тоғрилиқ гувалиқ қилиш пурсити үчүн Худаға рәхмитини ейтти.
Павлус Римға мәһбустәк әмәс, бәлки Әйсаниң гувачиси, Асманниң Падишасиниң әлчисидәк кирди!
Сөһбәт үчүн соаллар
4 соалКлавдиюс Лисияс немишкә Павлусни синедрионға елип кәлди? У йәрдә немә болди?
Худа тутқун қилинған әлчини қандақ күчләндүрди? Павлус үчүн бу немишкә муһим болған?
Улар деңизда болғанда қандақ иш йүз бәрди?
Худа Павлусни Римға қандақ мәхсәт билән әвәтти?