
Ата-аниларға сөз
Қиммәтлик ата-анилар! Силәрниң қолуңлардики бу китап пүтүн аилә әзалириға арналған китаптур! Бу китапта баян қилинған Муқәддәс Китап вақийәлири Худаниң Сөзи вә бурун өткән заманларда йүз бәргән ишлар билән тонушушқа яхши мүмкинчиликтур. Һәммимизгә мәлумки, кичик балилар пәқәт әтрапидики аләмни әмәс, бәлки роһий һәқиқәтләрниму билишкә интилиду. Улар силәр билән биллә екән, бу пурсәттин пайдилинип, улар билән бирликтә Муқәддәс Китап вақийәлирини оқушқа тиришиңлар. Шу чағда улар кәлгүсидә өзлири Муқәддәс Китап билән тонушушни халайдиған болиду. Муқәддәс Китап болса уларниң һаятиға чоқум яхши тәсир йәткүзиду.
Балиларни дурус тәрбийиләштә Муқәддәс Китапни турақлиқ оқуш вә дуа қилиш интайин муһимдур. Бундақ қилишқа чоқум вақит тепиңлар! Балилириңларни меһир-муһәббәттә тәрбийләңлар, уларға кичигидин тартип роһий принципларни үгитиңлар.
Биз ишинимизки, Худа бу ишта силәрниң аиләңларға һазирла әмәс, бәлки келәчәктиму ярдәм бериду.
Биз силәрниң балилириңларниң кичигидин тартип, Муқәддәс Китапни оқуш арқилиқ Һәқиқәтни билип йетишини чин қәлбимиздин тиләймиз. Һәқиқәт уларниң балилиқ чеғини вә кәлгүси һаятини өзгәртәләйду!
Силәрни сөйүдиған вә силәр үчүн дуа
қилидиған Bible Mission хадимлири.